Хитай вә түркмәнистан “үч хил күч” кә бирликтә зәрбә беришкә қошулған
2023.12.01
“хәлқ тори ” ниң 30-ноябир күнидики хәвиригә асасланғанда, хитай компартийәси мәркизий комитети сиясий биюроси даимий комитетиниң әзаси, хитай һөкүмитиниң муавин баш министири диң шөшяң 11-айниң 28-29-күнлири түркмәнистанда зиярәттә болуп, түркмәнистан пирезиденти бәрди муһәммәдоф билән көрүшкән.
Диң шөшяң бу учришишта сөз қилип, хитай-түркмәнистан мунасивитидә чоң тәрәққият болғанлиқини, икки дөләт мунасивитини омумйүзлүк истратегийәлик һәмраһлиқ мунасивитигә көтүрүп, “тәқдирдаш дөләтләр гәвдиси” қурушқа давамлиқ түрткә болушни халайдиғанлиқини билдүргән.
Бәрди муһәммәдофму хитай билән узақ муддәтлик, истратегийәлик һәмкарлиқ орнитишни халайдиғанлиқини һәмдә хитай билән бирликтә район хәвпсизликини қоғдап, муқимлиқ, тәрәққият вә гүллинишни йеңи пәллигә көтүрүшни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Мәзкур хәвәрдә йәнә “һәр икки тәрәп террорлуққа қарши туруш һәмкарлиқини күчәйтип, “үч хил күч” кә бирликтә зәрбә беришкә қошулди” дейилгән.
Җорҗ вашингтон университетиниң хәлқара мунасивәтләр пирофессори, доктор шан робертсниң қаришичә, хитайниң оттура асия дөләтлири билән болған дипломатик мунасивәтләрдә террорлуққа қарши туруш, “үч хил күч” кә зәрбә бериштәк шәртләрни оттуриға қоюшиниң сәвәби, “бир бәлбағ бир йол” қурулуши линийәсидики әң чоң “баш ағриқи” болған уйғурларни контрол қилиш вә ялғуз қалдуруш үчүн икән.