Хитай уйғур дияриниң тәбиий газ туруба йолини торлаштуруш қәдимини тезләтмәктә

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.04.01

Хитай һөкүмити уйғур диярини хитайниң “8 чоң ишләпчиқириш топи” ға айландурушни тез сүрәттә әмәлийләштүрүшкә күчәш билән бир вақитта, уйғур дияриниң тәбиий газ туруба йолини торлаштуруш вә “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш” қурулушини кеңәйтиш қәдиминиму тезләтмәктә.

Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, 29-март күни кучада тарим ойманлиқиниң әтрапидики наһийә, шәһәрләрниң тәбиий газ туруба йолини торлаштурушни мәқсәт қилған бир тәбиий газ туруба йоли қурулуш түри башланған. Охшаш бир вақитта, 2022-йили 9-айда башланған “ғәрбниң газни шәрққә йөткәш” газ туруба йоли 4-линийәсиниң уйғур дияридики бөликиниң кәпшәрләш хизмитиму тамамланған. Хитайда чиқидиған “хәлқ гезити” ниң 1-апрел күни бәргән хәвиридә, тәбиий газ туруба йоли 4-линийәсиниң уйғур дияридики бөликиниң бу йил 10 айда рәсмий пүтүп ишқа киришишкә тәйяр болидиғанлиқи қәйт қилинмақта.

 “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш” туруба йоли қурулушиниң 4-линийәси уйғур дияриниң қирғизистан чеграсидики әркәштамдин башлинип, турпан арқилиқ ниңшяниң җоңвей шәһиригә баридикән. Турпандин җоңвейғичә болған 1745 километирлиқ бу туруба йолиниң йилиға 15 милярд куб метир тәбиий газ йоллаш иқтидариға игә икәнлики, бу линийә хитайниң оттура асия тәбиий газини хитайға тошуштики муһим қаналлириниң бири икәнлики қәйт қилинмақта.

Хитайниң уйғур диярини “8 чоң ишләпчиқириш топи” ға айландуруш пилани, шундақла уйғур дияриниң тәбиий газ туруба йолини торлаштуруш вә “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш” қурулушини кеңәйтиш қәдимини тезлитиши, униң америка билән болған зиддийити өткүрлишип, тәйвән боғузи вә җәнубий деңиз вәзийити җиддийләшкән, америка билән японийә ортақ һәрбий қоманданлиқ системисини күчәйтишкә киришкән бир вақитта елип берилмақта. Хитайниң 2108 километирлиқ тарим һалқисиман тәбиий газ туруба йолини торлаштурушиму, униң уйғур диярини “8 чоң ишләпчиқириш топи” ға айландуруш пилани бойичә районға келип йәрлишидиған хитай карханилири вә аһалилириниң еһтияҗини чиқиш қилғанлиқи қәйт қилинмақта.

Шинхуа агентлиқиниң билдүрүшичә, бу қурулуш түри 2025-йили пүтүп ишқа киришсә, тәклимакан әтрапидики 9 наһийә, шәһәрниң тәбиий газ туруба йоли тори туташтурулуп, күндилик газ билән тәминләш иқтидари һазирқи 27 милйон куб метирдин, 58 милйон куб метирға чиқидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.