Хитай уйғур дияриға содигәр чақириш қәдимини тезләтти
2024.04.12
Хитай даирилири йеқинда уйғур диярида дөләт карханилириниң 700 милярд йүәнлик мәбләғ селиш түрини елан қилишидин кейин, уйғур райониға содигәр чақириш қәдимини техиму тезләткән.
Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном райони бейҗиңда бәзи чәт әл дөләтлиригә қарита “шинҗаң сиясити” ни қоллаш дипломатик тәшвиқатини күчәйткән бир вақитта, хитайниң пул-муамилә, сода мәркизи болған шаңхәйдиму уйғур дияриға содигәр чақириш йәрмәнкиси өткүзүп, карханиларни бу районға мәбләғ селишқа чақирған. Бу йәрмәнкә ғәрб әллири мәҗбурий әмгәк әндишиси сәвәбидин уйғур диярида ишләпчиқирилған мәһсулатларни байқут қилиш яки чәкләшни күчәйтиватқан болсиму, әмма хитай һөкүмити бу районға мәбләғ селиш салмиқини ашуруп, районда хитайниң “8 чоң санаәт топи” бәрпа қилишқа һәрикәт қиливатқан бир вақитта өткүзүлгән.
“шинҗаң гезити”, “тәңритағ тори” қатарлиқ хитай һөкүмәт таратқулириниң қәйт қилишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт вә аптоном районлуқ сода назаритиниң 12-апрел шаңхәйдә өткүзгән содигәр чақириш йәрмәнкисидә, 8 милярд 429 милйон қиммитидики 20 хил түр бойичә келишим имзаланған болуп, мәбләғ селиш түрлири енергийә, тоқумичилиқ вә йеңи материял ишләпчиқириши қатарлиқ алаһидә саһәләргә четилидикән. Һалбуки, районниң тоқумичилиқ вә йеңи материяллар ишләпчиқириш саһәси, америка қанун чиқирип бу хил мәһсулатларниң америка базириға киришини чәклигән нуқтилиқ саһәләр һесаблиниду. Мәлум болушичә, бу уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң тунҗи қетим бундақ зор көләмлик йәрмәнкә өткүзүп, содигәр чақириши икән.
Хәвәрләрдә содигәр чақириш өмәклириниң нуқтилиқ “8 чоң санаәт топи” , “әркин сода райони” қурулуши вә енергийә саһәлиригә содигәр чақирғанлиқи, шуниң билән бир вақитта бу йил 6-айда үрүмчидә өткүзүлидиған 8-қетимлиқ “хитай вә явро-асия йәрмәнкиси” гә содигәр чақирғанлиқи билдүрүлмәктә. Чәт әл тәтқиқатчилириниң билдүрүшичә, хитайниң уйғур дияриға мәбләғ селиш салмиқини ашурушиға әгишип, уйғур мәҗбурий әмгикиниң көлимиму кеңәймәктә икән.