Хитайниң оттура вә шәрқий җәнубий асиядики уйғурларни из қоғлап тәқиб қиливатқанлиқи ашкариланди
2024.02.22
“ню-йорк вақит гезити” ниң 22-февралдики хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити ялливалған хусусий хаккер ширкәтлириниң ичкий әһваллириға мунасивәтлик учурлар ашкариланған.
Ашкара болған бир тохтам лайиһәсидә көрситилишичә, Әншүн I-Soon (安洵) Ширкитиниң уйғур елидики сақчи органлириға оттура асия вә шәрқий җәнубий асиядики уйғурларни из қоғлап тәқиб қилиш үчүн, аталмиш “террорлуққа қарши туруш” намидики юқири техникилиқ из қоғлаш үскүнилирини ясап бәргән икән. Шуниң билән бир вақитта йәнә бу техника арқилиқ моңғулийә, малайсия қатарлиқ дөләтләрниң авиятсийә ширкити, көчмә хәвәрлишиш вә һөкүмәт органлириға аит санлиқ мәлуматларға еришәләйдикән.
Шәхсий бихәтәрлик һөддигәрлик ширкити Әншүн I-Soon (安洵) Да ишлигән икки хизмәтчи, бирләшмә агентлиқиға өткән һәптиниң ахирида торда очуқ-ашкара елан қилинған һөҗҗәтләрниң тоғрилиқини дәлиллигән.
Мутәхәссисләр тохтам, лексийә вә херидарлар тизимликини өз ичигә алған 190 мегабайтлиқ ашкариланған учурни тәһлил қилған. Уларниң қаришичә, бу мәлуматлар хитайниң дуняниң һәрқайси җайлиридики шәхсләр, һөкүмәтләр вә тәшкилатларни назарәт қилиш үчүн қолланған тактикисини билиштә кәм учрайдиған учурлар икән.
“ню-йорк вақит гезити” ниң хәвиригә қариғанда, мәзкур һөҗҗәтләрдә йәнә хитай болмиған милләтләрдин башқа тордики қимар ширкәтлирини йеқиндин көзәткәнликигә даир учурлар мәлум болған.
Ашкариланған учурларда, хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқиниң асиядики тор оғрилиқи һәрикитиниң бир қисми сүпитидә һөкүмәт органлириға вә шәхсий ширкәтләргә қилған һуҗумлири тоғрилиқ муһим учурлар берилгән. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, бу ашкарилиниш, вашингтондики юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири ичидә әндишә вә тәшвиш пәйда қилиш еһтимали бар икән.