Хитай мәтбуатлири уйғур районидин қезивалған байлиқларниң йиллиқ хуласисини  елан қилған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.01.01

Хитайниң “тәңритағ тори” вә “шинҗаң гезити” ториниң 2024-йил 1-январ күни бәргән хәвиридә, ғәрби җәнубий тарим  нефит ширкитиниң өткән бир йилда тарим нефитликидин қанчилик тәбиий байлиқ қазғанлиқи хуласиләнгән болуп, 2023-йил 12-айниң 31- күнигичә бу ширкәтниң өткән бир йилда ишләпчиқарған тәбиий газ миқдари 10 милярд кубметирдин ешип кәткән. Бир адәм һәр күни 1 кубметир газ ишлитиду дәп һесаблиғанда, 10 милярд кубметир газ пүтүн хитайдики 1 милярд 400 милйон адәмниң 7 күн ишлитишигә йетидикән.

Мунасивәтлик учурларға қариғанда, ғәрбий җәнубий тарим нефит ширкити мәхсус  тарим ойманлиқидики нефит вә тәбиий газ байлиқлирини қезиш үчүн қурулған ширкәт болуп,  20 йилдин буян нефит қезип һәмдә “ғәрбниң газини шәрққә йәткүзүш” қурулушиға қатнишип, ичкири хитайни мол енергийә байлиқи билән тәминләп кәлгән.  Йеқинқи йилларда бу ширкәт куинлун теғи әтрапини қидирип тәкшүрүш, йеңи нефитлик базиси қуруш үчүн тәйярлиқ қилмақтикән.

“хитай хәвәрлири” ториниң 2023-йил 30-декабир бәргән хәвиригә қариғанда, хитай нефит гуруһиға қарашлиқ майтағ нефит-химийә ширкитиниң йиллиқ етилен ишләпчиқириш миқдари 2 милйон тоннидин ешип, хитай нефит гуруһи саһәсидә йеңи рекорт яратқан.

Мәлум болушичә, етилен дуняда ишләпчиқирилиш миқдари әң көп болған химийәлик мәһсулатлардин бири болуп, етилен санаити нефит-химийә санаитиниң ядроси һесаблинидикән. Етилендин ясалған мәһсулатлар нефит-химийә мәһсулатлириниң 75 пирсәнтини игиләйдикән.   Етилен—өсүмлүкләрниң тәркибидә мәвҗут болған  бир хил рәңсиз, сус пурақлиқ көйүшчан газ болуп, мевә-көктатларниң пишишини, уруқларниң бихлинишини тезлитиш җәһәттә катализаторлуқ рол ойнайдикән. Уни йәнә башқа маддилар билән бириктүрүп, сүний тала, резинкә қатарлиқларни ишләпчиқириш билән биргә, испирт, аччиқсу, һәтта партлатқуч дора қатарлиқларниму ясиғили болидикән.

2017-Йил дуня сәһийә тәшкилати хәлқара рак кесәлликлири тәтқиқат оргини елан қилған “рак пәйда қилғучи маддилар тизимлики” дә етилендин ясалған 3 хил мәһсулат рак пәйда қилғучи маддилар қатаридин орун алған.

Илгирики хәвәрләрдин мәлум болғинидәк, уйғур райони хитайни нефит, тәбиий газ, көмүр вә ток билән тәминләш базисиға айлинипла қалмай, “ашлиқ базиси ”  вә“ мевә-чивә макани” ға айланғаниди. юқириқи хәвәрдин,  биңтүән вә башқа хитай ширкәтлириниң етилендин ишләнгән химийәлик мәһсулатлардин пайдилинип, ашлиқ вә мевә-чивә ишләпчиқириш сүритини вә миқдарини тезләткәнлики мәлум болмақта . Йәни хитай ширкәтлири нөвәттә бир яқтин уйғур районидики нефитни қезип, униңдин йәнә етиленға охшаш маддиларни айривелип ,уларни көпләп ишләпчиқармақта.     

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.