Хитай тәтқиқатчилири ясап чиққан дәриҗидин ташқири вирус әндишә қозғиди

Мухбиримиз әркин
2013.05.03

Хитай тәтқиқатчилири йеқинда H5N1 типлиқ юқумлуқ вирус билән H1N1 типлиқ юқумлуқ вирусни тәҗрибиханида бирләштүрүп, йеңи типлиқ дәриҗидин ташқири бир хил юқумлуқ вирус пәйда қилған.

Мәзкур вирусниң сүт әмгүчи җанлиқларда тарқилиш иқтидари пәвқуладдә зор болуп, бу кишиләрни қаттиқ әндишигә салған. Хитай йеза игилик пәнләр академийиси харбин мал дохтурлуқ тәтқиқат орни билән гәнсу йеза игилик университети бирлишип елип барған мәзкур тәтқиқат нәтиҗиси, америка “илим - пән” журнилида елан қилинди.

Икки хил юқумлуқ вирус DNA синиң бирлишип, йеңи типлиқ бир хил юқумлуқ вирусқа өзгириши йәр шарида бир нәччә қетим йүз бәргән вә нурғун адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған. Бирақ булар икки хил юқумлуқ вирусниң тәбиий бирлишишидин шәкилләнгән иди.

Лекин хитай тәтқиқатчилири тунҗи қетим икки хил юқумлуқ вирусни тәҗрибиханида бирләштүрүп, йеңи типлиқ бир хил сүний юқумлуқ вирус пәйда қилған.

Ройтерсниң хәвәр қилишичә, франсийилик вирусшунас вейн хопсен агаһландуруп, әгәр бу хил сүний вирус тасадипий тоңлатқудин сиртқа чиқип кәтсә, 100 миңдин нәччә йүз милйонғичә адәм өлүшини кәлтүрүп чиқириши мумкин, дегән.

Сабиқ совет иттипақи биологийә мутәхәссиси кен алибекниң ашкарилишичә, 1980 - йилларниң башлири хитайниң корла әтрапидики бир био - химийә тәҗрибиханисидин менингит вируси чиқип кетип, йәрлик аһалә еғир дәриҗидә юқумланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.