Хитайниң таҗсиман вирусидин пайдилинип дуняни қақти-соқти қилмақчи болуши муназирә қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2020.04.29

Вирус тарқилишқа башлиған дәсләпки мәзгилләрдә хитайниң бу һәқтики учурларни йошуруши вә инкар қилиши сәвәблик дуняниң бихудлишип бу зор вабаниң хәтиригә тәйярлиқсиз қалғанлиқи, шу сәвәбтин буниңдин келип чиққан барлиқ зиян-зәхмәткә хитайниң җавабкар болуши нөвәттә дуня җамаитиниң ортақ пикригә айлинип қеливатқанлиқи мәлум. Әмдиликтә хитайниң бу вабадин пайдилинип дуняни қандақ қақти-соқти қиливатқанлиқи һәққидә йеңи пикирләр оттуриға чиқишқа башлиди.

“вокс” хәвәр ториниң 28-апрелдики мақалисидә көрситилишичә, хитай һөкүмити өзи садир қилған мушундақ бир зор хаталиқни оңшашниң орниға нөвәттә вирус боһранидин пайдилинип өзлириниң узун мәзгиллик ташқи сиясәт мәқсәтлиригә йетишни көзлимәктикән. Дуняниң диққити хитайдин һесаб елиш мәсилисигә мәркәзлишип қеливатқанда хитай һөкүмити буни башқа яққа бураш үчүн тәйвәнни қорқутуп җәнубий хитай деңизидики территорийә зомигәрликини базарға салмақта икән. Йәнә бир яқтин болса хоңкоңдики демократийә намайиши һәрикитини түп йилтизидин қурутуветиш үчүн әзалириниң бу җайдики нопузини техиму күчәйткән. Америка һөкүмити дуня сәһийә тәшкилатиға берилидиған мәбләғни тохтатқандин кейин хитай һөкүмити дәрһал 30 милйон америка доллири ианә қилип, өзлириниң “алийҗанаблиқи” вә бу хәлқаралиқ тәшкилатқа болған тәсирини техиму ашурған.

Мақалида көрситилишичә, дуня җамаити вирус мәсилисидә хитайни әйибләшкә өткәндин кейин хитай дәрһалла сахта учурларни көпләп тарқитишқа башлиған. Болупму уларниң вирусниң мәнбәсини америка яки италийәдин издәш урунуши, вирус вабаси бәкла еғир болған бир қисим дөләтләргә, болупму сербийә вә италийәгә теббий хадимлар вә теббий әслиһәләрни әвәтиши ашкара һалда хитайниң хәлқарадики тәсирини ашурушни көзлигән һәрикәтләр икән. Америка ташқи сиясәт комитетидики мутәхәссис майкил соболик бу һәқтә тохтилип “хитайниң бу ишлири пүтүнләй ахбаратқа чиқиш үчүнла болуватиду, халас” дегән.

Мәлум болушичә, вирус түпәйлидин америка билән хитай оттурисидики сүркилиш юқири пәллигә чиққан болуп, әмдиликтә бу мәсилидә улар оттурисида һәмкарлиқниң вуҗудқа келишини арзу қилиш ақиланилик әмәс икән. Америка деңиз армийә вә уруш институтиниң профессори андрев ериксон бу һәқтә сөз қилип “хитайниң қиливатқанлири һечқачан мәхпийәтлик әмәс: улар һазир хитайни йәнә бир қетим тез сүрәттә улуғ мәмликәт сүпитидә намайиш қилмақчи болуватиду. Әмма бу әмди мумкин әмәс” дәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.