Хитай компартийәсиниң партийә низамнамисигә түзитиш киргүзмәкчи болуши хәлқарада диққәт қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2017.09.18

Хитай компартийәсиниң өктәбир ейида ечилмақчи болған 19-қурултийида нөвәттики компартийә низамнамисигә түзитиш киргүзмәкчи болуши хәлқараниң диққитини тартти. Мулаһизичиләр бу тоғрилиқ пикир қилип “ши җинпиң өзиниң идеологийилик чүшәнчисини йеңи низамнамигә қистурмақчи болуши мумкин” дейишмәктә.

Ройтерис агентлиқиниң бүгүнки хәвиригә қариғанда өткән бәш йилда өз һоқуқини толуқ мустәһкәмлигән ши җинпиңниң бу қетимқи партийә қурултийида өз намини “мав зедоң идийиси” вә “дең шявпиң нәзәрийиси” қатарлиқ даһийларниң нами билән бағлинишлиқ аталғулар қатариға қошувелиш еһтималлиқи бар икән. Сабиқ компартийә секретарлиридин җяң земин вә ху җинтав қатарлиқларму партийә низамнамисигә түзитиш киргүзүп, “үчкә вәкиллик қилиш” вә “илмий тәрәққият” дегәндәк қарашлирини қистурувалған болсиму, улар партийә низамнамисигә өз намлирини қошмиған икән.

Мәлум болушичә, ши җинпиңниң асаслиқ идийиви қарашлири һазир күчәп базарға селиниватқан “төт омумән” дә әкс етиватқан болуп, шинхуа агентлиқи бу һәқтә сөз болғанда “йеңи түзитиш мәзмунлири һөкүмәт хизмитидин берилгән доклатта тилға елинған ачқучлуқ нәзирийәләрни вә истратегийилик қарашларни өз ичигә елиши лазим” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.