Хитай һөкүмити давамлиқ хәлқара йиғин арқилиқ уйғур тарихини бурмилашқа урунмақта

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.06.13

Хитай һөкүмити 12-июнда қәшқәрдә “шинҗаңниң тарихи вә кәлгүси” темисида хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечип “шинҗаңниң әзәлдин хитайниң бир қисми болуп кәлгәнлики” ни һәмдә хитайниң тарихи вә мәдәнийитиниң уйғур елидики ролини алаһидә тәкитлиди.

Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 12-июн күнидики хәвиригә қариғанда, бу қетимлиқ мунбәрдә хитай милләтләр университетиниң пирофессори яң шеңмин “тарим вадисиниң әң дәсләпки аһалилири кимләр: қәдимки шинҗаңниң тарихи” мавзулуқ нутуқ сөзлигән. У сөзидә, миладийә 9-әсирниң оттурилиридин бурун тарим ойманлиқидики аһалиләрниң һинди-явропа тиллирида сөзләйдиған “ғуз” (ху) лар, қәдимки тибәт вә чяң тилида сөзлишидиған “чяң” лар вә хитайлардин тәркиб тапқанлиқини илгири сүргән. Шуниңдәк мушу асаста “тарим ойманлиқи қәдимки дәврләрдин тартипла хитайларни өз ичигә алған көп милләт топлишип маканлашқан бир җай” дегән.

Йиғинда йәнә, мәркизи милләтләр университети етнологийә вә җәмийәтшунаслиқ институтиниң пирофессори, йипәк йоли вә миллий археологийә тәтқиқат орниниң мудири шяв шявйоң қәшқәрдики әң чоң буддизм харабилиридин икәнлики илгири сүрүлгән “мор ибадәтханиси” һәққидә тохтилип “бу испатлар шинҗаңда көп хил динларниң тәң мәвҗут болуп турушидәк тарихни испатлап бәрди, шундақла хитай мәдәнийитиниң көп хиллиқи, иттипақлиқи вә сиғдурушчанлиқини әкс әттүрди” дегән.

Тәңритағ тори хәвиридә, йиғинға қатнашқан мутәхәссисләрниң “бирдәк зор миқдардики археологийәлик испатлар шинҗаңниң қәдимки дәврләрдин тартипла хитай мәдәнийәт чәмбирикиниң муһим тәркибий қисми икәнликини, ғәрбий район хәлқиниңму қәдимки дәврләрдин тартипла хитай мәдәнийитини ортақ яратқучи икәнликини көрситип бериду; хитай мәдәнийити шинҗаңдики барлиқ милләтләрни өз ичигә алған” дегәнликини илгири сүргән.

Һалбуки, хитай һөкүмити орунлаштурған бу йиғинға уйғур тарихи саһәсидә хәлқара етирапқа еришкән нопузлуқ алимлардин бирәр кишиму қатнашмиған болуп, бу қетимқи йиғинни бәзиләр “тарихни сиясәткә маслаштуруш урунуши” дәп мәсхирә қилған. Америка корнел университетиниң пирофессори, инсаншунаслиқ пәнлири мутәхәссиси магнус фискәсйө X тики инкасида бу йиғинни “хитайчә алаһидиликкә игә мустәмликичилик” дәп көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.