Ғәрбий хәнниң бүгүрдики “тутуқ мәһкимиси” уйғур дияриниң рәсмий хитай хәритисигә киргәнликиниң бәлгиси икән
2024.02.05
Узун йиллардин бери уйғур вә хитай тарихшунаслириниң арисида мәвҗутлуқи муназирә қилинип кәлгән ғәрбий хән сулалисиниң бүгүрдә “ғәрбий дияр тутуқ мәһкимиси” қурғанлиқи 2017-йили башланған чоң тутқундин кейин рәсмийләштүрүлүп, бүгүр наһийәсидә чоң көләмлик “ғәрбий дияр тутуқ мәһкимиси музей” қурулушқа башлиған.
Хитай таратқулириниң билдүрүшичә, 170 милйон йүән мәбләғ селинған омуми қурулуш көлими 10 миң квадрат метирлиқ бу музей бу йил 10-айда пүттүрүлүп, рәсмий көргәзмигә ечилидикән. Хитайниң 2017-йили башланған чоң тутқунида уйғур тарихчилири әң қаттиқ зәрбә бериш нишани болған вәзийәттә, ғайәт зор мәбләғ аҗритилип бу музейниң селиниши, хитайниң уйғур тарихини “җуңхуа мәдәнийити” ниң бир қисми сүпитидә қайта чүшәндүрүш урунушиниң бир парчиси, дәп қаралмақта.
“шинҗаң гезити” ниң 4-феврал бәргән хәвиридә ейтилишичә, музейниң 5 миң квадрат метирлиқ көргәзмә залиға бүгүрдики көйүк қәдими харабилики вә зоркүт қәдимий шәһәр харабиликидин тепилған мәдәний ядикарлиқлар қоюлидикән.
Хәвәрдә, миладидин бурунқи 60-йили ғәрбий хән сулалисиниң бүгүрдә “ғәрбий дияр тутуқ мәһкимиси” қуруши “шинҗаңниң рәсмий хитай хәритисигә киргәнликини бәлгиси”, “һәр қайси милләтләрниң алақә, алмаштуруш вә арилишишиниң тарихи хатириси, мәркизи һакимийәтниң ғәрбий диярни үнүмлүк башқурғанлиқиниң муһим испати вә ипадиси” икәнлики тәкитләнгән.
Хәвәрдә қәйт қилинишичә, бу орун йәнә “хитай мәдәнийитиниң вәкиллик мәдәнийәт амили, мәдәнийәт символи” икән. Һалбуки, хән сулалисиниң “ғәрбий дияр тутуқ мәһкимиси” хитай тарихнамилиридә тилға елинсиму, әмма уйғур тарихшунаслири униң мәлум җайни макан тутқан бир рәсмий аппарат икәнликини рәт қилип, буни испатлайдиған һечқандақ археологийәлик дәлил йоқлиғини илгири сүрүп кәлгән. Бу қараштики нурғун уйғур тарихшунаслири 2017-йилидики чоң тутқунда лагерларға қамалған, кесилгән яки из-дерәксиз йоқалған.
Даириләр әйни вақитта “археологийә шинҗаңниң әзәлдин хитай земини икәнликигә хизмәт қилиши” ни тәләп қилғаниди.