Хитай һөкүмити “шинҗаң образи” ни қайта тикләш үчүн “хәлқара алақә мәркизи” намлиқ тор суписи қурған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.01.13

Ғәрб әллири тәрипидин уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблиниватқан хитай һөкүмити, 2025-йилиниң кириши биләнла униңға қаритилған хәлқара тәнқидләрни бастуруп, “шинҗаң образни қайта тикләш” ниң салмиқини техиму күчәйтишкә киришкән.

Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, хитай һөкүмитиниң үрүмчидә мәхсус “хәлқара алақә мәркизи” тәсис қилғанлиқи қәйт қилинмақта. Йәни хитайниң дөләт ичи вә ташқи дуняға қаратқан уйғур елигә мунасивәтлик барлиқ тәшвиқати үрүмчини база қилған “хәлқара алақә мәркизи” арқилиқ бир туташ елип берилидикән.

“хитай ахбарат қурулуши” намлиқ ахбарат түриниң 10-январ елан қилған бу һәқтики хәвиридә, “хәлқара алақә мәркизи” ниң райондики “кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қаритилған тәнқиди муһитни тазилаш вәзиписини атқурсиму, әмма бу һәрикәт бу районниң сәлбий образини яхшилаш йолидики кәң көләмлик тәшвиқатниң пәқәт бир парчиси” икәнликини билдүргән.

Мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ тор башқуруш ишханиси өткән йили 12-айниң ахирлири “хәлқара алақә мәркизи” ниң үрүмчидә қурулидиғанлиқини елан қилған. Хәвәрдә бу мәркәз “шинҗаңниң ташқи дуняға ечилған рәсмий көзники” болидиғанлиқи, униң “көп шәкил вә көп хил қаналлар арқилиқ, хәлқара җәмийәткә йеңи дәврдики шинҗаң һекайисини сөзләйдиғанлиқи” илгири сүрүлгән. “хәлқара алақә мәркизи” йеқинқи 2 йилдин буян хитайдики 28 өлкә вә шәһәрдә тәсис қилинған болсиму, әмма униң бу қетим үрүмчидә қурулуши һәм тәшвиқат суписи қилиниши, хитайниң хәлқарада уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилғанлиқини рәт қилип, бу районни “һәр милләт хәлқи бәхтлик яшаватқан нормал бир җәмийәт” қилип пәрдазлаш йолидики тәшвиқатини техиму күчәйтидиғанлиқидин дерәк, дәп қаралмақта.

“хитай ахбарат қурулуши” ниң билдүрүшичә, һазирға қәдәр бу тәшвиқатни шинхуа агентлиқи, “хәлқ гезити” қатарлиқ һөкүмәт таратқулири арқилиқ йүргүзүп кәлгән хитай һөкүмити, әмдиликтә бу районда көп санлиқни тәшкил қилидиған “аз санлиқ милләтләр” ни көрүнүш қилиш арқилиқ, техиму көп саяһәтчиләрни җәлп қилишқа тутуш қилған. Һалбуки, хитай қандақ бир васитә қоллинишидин қәтийнәзәр, бу район хәлқараға б д т ниң “хитай һөкүмити мусулман түркий хәлқләргә қарита ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ садир қиливатиду” дегән доклатини елан қилиши билән тонулған икән.

Мәлум болушичә, бу “мәркәз” уйғур аптоном районлуқ парткомниң зувани болған “шинҗаң гезити” ниң контроллуқидики “шинҗаң ахбарат гуруһи” ниң башқурушида болидикән. “шинҗаң ахбарат гуруһи” болса райондики гезит-журналлар, тор бекәтлири вә бир тор суписини контрол қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.