Хитай хәлқ қурултийи рәһбири хоңкоң мустәқиллиқ идийисини әйиблиди

Мухбиримиз үмидвар
2016.11.30

Хитайниң хоңкоң вә макав ишлириға мәсул әң юқири дәриҗилик әмәлдари вә хитай хәлқ қурултийиниң мудири җяң деҗяң хоңкоң мустәқиллиқиға қарши күрәш қилишни тәләп қилди.

Б б с агентлиқиниң йезишичә, йеқинқи вақитлардин буян хоңкоңда күчийиватқан мустәқиллиқ чоқанлиридин қаттиқ ғәзәпләнгән җяң деҗяң 29-ноябир күни хоңкоңлуқларниң аммиви җәмийәтлиридин бири “хоңкоңдики авазларға ярдәм көрситиш” җәмийити вәкиллирини қобул қилғанда ейтқан сөзидә, хоңкоң мустәқиллиқ идийиви һәрикитини “дөләткә апәт, хәлққә зиян елип келиду” дәп әйибләп, хоңкоң аһалисиниң буниңға қарши қәтий күрәш қилишини тәләп қилған.

Хәвәр мәнбәлиридә қәйт қилинишичә, “хоңкоңдики авазларға ярдәм көрситиш” җәмийити хитай коммунист һөкүмитини яқлайдиған вә хоңкоңдики демократик һәрикәтләргә қарши туридиған аммиви җәмийәт икән.

Шинхуа агентлиқиниң қәйт қилишичә, җяң деҗяң җәмийәтниң елип барған хизмәтлирини муәййәнләштүрүп, бу тәшкилатниң хоңкоң аһалисиниң хоңкоң мустәқиллиқиға қарши күрәш қилишини кеңәйтишини, дөләт бирликини қоғдап, “бир дөләттә икки хил түзүм” сияситини давамлиқ илгири сүрүшини тәләп қилған.

Бейҗиң һөкүмити хоңкоң мустәқиллиқ идийисиниң баш көтүрүши вә буниң тәйвән мустәқиллиқ идийилири билән бирлишиш йүзлинишидин нарази болған.

30-Ноябир күни хитай дөләт ишлири кабинети тәйвән ишлири ишханисиниң баянатчиси ма шавгуаң “хоңкоң мустәқилчилири”, вә “тәйвән мустәқилчи кочилири”ниң уз-ара тил бириктүрүш вәзийити шәкиллиниватқанлиқини тәкитләп, тәйвән тәрәпни агаһландурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.