Явропа иттипақиниң рәһбәрлири хитайни вәдисигә вапа қилмаслиқта әйиблиди
2020.06.23
Хитай һөкүмитиниң хәлқарадики образи барғансери сәлбий түс еливатқанда явропа иттипақи өзлириниң хитай билән болидиған мунасивитидә нурғунлиған вәдиләрниң орундалмиғанлиқини әпсуслуқ ичидә әсләп чиқти. “җәнубий хитай сәһәр гезити” ниң 23 июндики хәвиридә бу мәсилә тәпсилий шәрһилинип, икки тәрәпниң оттурисидики мунасивәтниң кәлгүси тәрәққияти һәққидә бәзи пикирләр оттуриға қоюлди.
Явропа иттипақиниң рәиси урсула леян алаһидә тилға алған нуқтилар икки тәрәп оттурисидики дуня сода тәшкилати арқилиқ бир-биригә мәбләғ селиш вәдилиридин тартип килимат өзгиришигичә болған саһәдики келишимләрни өз ичигә алидикән. Әмма бу вәдиләр вә келишимләрдин иҗра болғанлири бәкму аз икән. Болупму йеқинқи мәзгилдә юқири пәллигә чиқиватқан хоңкоңдики демократийә намайишиниң бастурулушиға болған наразилиқлар, кишилик һоқуқ саһәсидики дәпсәндичилик, хитайниң тор саһәсидики сахта учур тарқитиш қилмишлири қатарлиқлар һәммидинму бәкрәк диққәт мәркизидә болмақтикән.
Урсула ханим бу һәқтә сөз қилип: “явропа иттипақи билән хитай оттурисидики мунасивәт һазир әң зор хирисларға толған бир мәзгилгә тоғра келиватиду. Болупму тор һуҗумиға қарайдиғанла болсақ буниң нәдин келиватқанлиқини көрәләймиз” дегән.
Мәлум болушичә, явропа иттипақиниң хитай билән болған мунасивити бу йил май ейидин башлап йириклишишкә башлиған. Болупму явропа иттипақи хитайни “системилиқ рәқиб” дәп бекиткәндин кейин буниңға улишипла оттуриға чиққан 5G техникасиға мунасивәтлик мәсилиләр буниңға чоң тәсир көрсәткән. явропа иттипақиға әза дөләтләрдиму америка һөкүмити оттуриға қойған хуавей ширкитини чәкләш чақириқиға аваз қошуш мәсилиси һәққидә күчлүк муназириләр давам қилмақтикән. Йәнә бир яқтин хитай һөкүмитиниң бу қетимқи таҗсиман вируси мәзгилидә явропа иттипақиға қарита “маска дипломатийәси” ни ишқа селиши, америкаға болса “урушқақ бөриләр” шәклидә әйибни башқиларға артип қоюшқа урунуш қилмиши түпәйлидин бу хил йириклик техиму юқири пәллигә чиқмақтикән.