Явропа иттипақи-хитай сода ихтилапи қизишқа башлиған, хитай явропа иттипақини WTO ға әрз қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.08.19

Явропа иттипақи билән хитай арисида сода уруши партлаш сигналлири челинишқа башлиған болуп, хитай һөкүмити явропа иттипақиниң хитай експорт қилған токлуқ аптомобиллириға баҗ қоюшини дуня сода тәшкилатиға әрз қилған.

Явропа иттипақи, хитай һөкүмитиниң хитай токлуқ аптомобил санаитини қошумчә ярдәм билән тәминләп, адаләтсиз риқабәт пәйда қилиш билән әйибләп кәлгән иди. “яху малийә хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, хитай сода министирлиқи явропа иттипақиниң хитай токлуқ аптомобиллириға 48 пирсәнткичә баҗ қоюш қарариниң қанунсиз икәнликини илгири сүрүп, дуня сода тәшкилатиниң кесим чиқириш механизмиға рәсмий әрз сунған.

Хитай сода министирлиқи баянатчисиниң бу һәқтики баянатида, “явропа иттипақиниң қарари пакит вә қануний асаслардин йирақ болуп, дуня сода тәшкилатиниң бәлгилимилиригә хилап. Шундақла бу килимат өзгиришигә қарши йәр шаривий һәмкарлиққа бузғунчилиқ қилған” дәп көрсәткән.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғур мәҗбурий әмгикиниң хитай токлуқ аптомобил санаитиниң материял пишшиқлап ишләш басқучиға мәркәзләшкәнлики сәвәбидин кишилик һоқуқ ембаргоси қоюшқа чақириқ қилип кәлгән болсиму, әмма явропа комиссийони бу йил 7-айда, токлуқ аптомобил ишләпчиқиришиға хитайниң қошумчә ярдәм бериши сәвәбидин баҗ қойған иди. Буниң алдида, йәни бу йил 4-айда явропа парламенти мутләқ көп авазниң мақуллишида явропа иттипақиниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш қануни мақуллап, мәҗбурий әмгәк, җүмлидин балилар әмгикидә ишләпчиқирилған мәһсулатларниң явропа базириға киришини чәклигән иди. Бу қанун кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қарши елишиға еришкән болсиму, әмма униң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини үнүмлүк тосуши соал пәйда қилған. Бу қанун чиқирилип узун өтмәй “шинҗаң пәмидури” мәһсулатлириниң явропа-асия оттура линийә тиранспорт йоли арқилиқ италийә киргәнлики мәлум болған. Бу қетим хитайниң өткән айда американиң хитай токлуқ аптомобиллириға 100 пирсәнткичә баҗ елиш қараридин кейин, американи дуня сода тәшкилатиға әрз қилишидин буян, нөвәттә явропа иттипақиниң үстидинму әрз сунушидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.