Хитай һөкүмити фирансийә, германийә қатарлиқ алтә дөләтни хитайға визисиз кириш тизимликигә киргүзди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.11.24

24-Ноябир күни “ройтерс агентлиқи” қатарлиқ хәлқара таратқуларниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити фирансийә, германийә, италийә, голландийә, испанийә, малайсия қатарлиқ алтә дөләт пуқралирини хитайға виза алмай киришкә вә 15 күн турушқа рухсәт қилидиғанлиқини елан қилған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң бу һәқтики баянатиға қариғанда, бу йил 12-айниң 1-күнидин башлап 2024-йили 11-айниң 30-күнигичә юқириқи алтә дөләтниң пуқралири хитайға берип хизмәт вәзиписи беҗириш, саяһәт қилиш, уруқ-туғқан, дост-бурадәрлирини йоқлаш үчүн виза тәләп қилмисиму болидикән, әмма хитайда туруш вақти 15 күндин ашмаслиқи керәк икән.

Хәвәрләрдә тәхмин қилинишичә, хитайниң буниңдики мәқсити хитайниң чөкүватқан иқтисадини җанландуруш вә ковид юқумидин кейин касатлашқан саяһәтчиликини раваҗландуруш икән. Чүнки үч йиллиқ ковид юқуми мәзгилидә хитай һөкүмити хәлқара авиятсийә йоллирини чәкләп, хитайни сиртқи дунядин айривәткән. Кейин гәрчә ковид қамал сиясити аяғлишип, хәлқара барди-кәлдиләр көпәйгән болсиму, иқтисад вә саяһәтчиликниң әслигә келиши йәнила тәс болған.

Игилишимизчә, бу хәвәр һазир фесбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда уйғурларниңму диққәт нуқтисиға айланған болуп “фирансийә, германийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрниң пуқралиқ салаһийитигә еришкән уйғурлар хитайға визисиз кирәләмду яки удул берип хитайниң алдам халтисиға чүшәмду? ” дегән мәсилиләр әң көп муназирә қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.