Хитай компартийәсиниң 6-омумий йиғини “3-қетимлиқ тарихий қарар” мақуллап, ши җинпиңниң орнини мустәһкәмлигән

Мухбиримиз әркин
2021.11.12

Хитай компартийәсиниң 11-ноябир ахирлашқан 6-омумий йиғини “3-қетимлиқ тарихий қарар” мақуллап, ши җинпиңниң һакиммутләқ сиясий орнини техиму мустәһкәмлигән.

Йиғин “хитай компартийәси мәркизи комитетиниң партийәниң 100 йиллиқ күрәш тарихидики зор төһписи вә тарихий тәҗрибилири тоғрисидики қарар” намлиқ һөҗҗәтни мақуллиған. Бу хитай компартийәсиниң 100 йиллиқ тарихида 3-қетим бундақ бир һөҗҗәтни мақуллишидур. Хитай компартийәси тунҗи қетим 1945-йили мавзедоң оттуриға қойған “бир қанчә тарихий мәсилә һәққидики қарар” ни мақуллиған.

Иккинчи қетим 1981-йили хитай компартийәси мәркизий комитети дең шавпиңниң “дөләт қурулғандин бери партийәниң бир қанчә тарихий мәсилиләр һәққидики қарари” ни мақуллиған. Көзәткүчиләрниң ейтишичә, бу қетим бу қарар арқилиқ ши җиңпиң хитай компартийәсиниң биринчи вә иккинчи әвлат рәһбири мав зедоң вә дең шавпиң билән тәң орунға қоюлған.

Мәзкур қарарда ши җинпиң “йеңи дәврдики хитайчә сотсиялизим идийәсиниң асаслиқ қурғучиси” дейилгән. Шундақла йәнә униң 2012-йили тәхткә чиққандин бери хитай дуч кәлгән христлар, униң бу хрисларни қандақ йәңгәнлики көрситлип, ши җинпиң “зор сияси җасарәткә, күчлүк мәсулийәтчанлиққа ‍игә улуғ рәһбәр” дәп махталған.

Қарарда униң алдинқилар һәл қилалмиған нурғун мәсилиләрни һәл қилғанлиқи тәкитләнгән. Бирақ қарарда униң алдинқилар һәл қилалмиған қандақ мәсилиләрни һәл қилғанғанлиқи тилға елинмиған. Көзәткүчиләрниң пәрәз қилишичә, бу йәрдики ши җинпиң һәл қилған мәсилиләрниң бири, аталмиш “шинҗаң мәсилиси” икән. У “йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истиратегийәси” ни оттуриға қоюп, уйғурларға пүткүл милләт гәвдиси билән омумиййүзлүк зәрбә бәргән. Униң бу йоқири бесимлиқ бастуруш сиясити бәзи ғәрб дөләтлири парламентлири вә һөкүмәтлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйибләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.