Хитай алий мәктәп оқуғучилири уйғур елида “йилтиз тартишқа” риғбәтләндүрүлгән

Мухбиримиз ирадә
2022.07.07

Хиай һөкүмити алий мәктәп пүттүргән хитай оқуғучиларни уйғур елида “йилтиз тартиш” қа риғбәтләндүрмәктә.

“тәңритағ тори” ниң хәвиригә қариғанда, 6 ـ июл күни уйғур аптоном районлуқ даириләр мәхсус хитай нефит университитиниң қарамай мәктәп районида мәхсус бу һәқтә бир йиғин уюштурған болуп, йиғинға уйғур аптоном районлуқ партийә комитетиниң муавин секритари хе җуңйов риясәтчилик қилған.

Хәвәргә қариғанда, шу күни хитай нефит университитиниң қарамай мәктәп районидики оқуғучиларға мундақ сөзләр тәкитләнгән: “баштин ـ ахир ши җинпиң йеңи дәврдики хитайчә сотсиялизм идийәсиниң қәтий етиқадчилири вә садиқ әмәлийәттин өткүзгүчилиридин болуш; вәтәнпәрвәрлик һессиятини чоңқур йилтиз тартқузуп, партийәниң гепини аңлаш; мәңгү партийәгә әгишип меңиш; сиясий җәһәттә сәгәк болуп, иҗтимаий муқимлиқ вә әбәдий әминликни қоғдаш үчүн яшлиқ күчини тәқдим қилиш; ирадидин қайтмай шинҗаңда йилтиз тартип, шанлиқ кишилик һаят сәһиписини яритиш керәк.”

Хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур йиғин хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң бейҗиңдики хитай нефит университетиниң қарамай шөбисини пүттүргән алий мәктәп оқуғучилириға язған җаваб хетиниң икки йиллиқ хатирисигә беғишлап ечилған икән. Бундин икки йил аввал ши җинпиң хитай оқуғучилирини уйғур елида йилтиз тартишқа чақирған болуп, әйни вақитта униң бу хети хитайдики һөкүмәт тор бәтлиридә кәң тәшвиқ қилинған иди.

Мәзкур йиғинда йәнә “ши җинпиңниң яшлар хизмити тоғрисидики муһим идийәсини чоңқур өгинип, яш оқутқучи ـ оқуғучиларни шинҗаңға келип оқуш вә ишләш, ишқа орунлишишқа җәлп қилиш; түрлүк чарә ـ тәдбирләрни ишқа селип алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларниң чегра районда йилтиз тартиши вә чегра районға өзини беғишлиши үчүн шараит һазирлаш” һәққидә йолйоруқ берилгән.

Хитай һөкүмити 2017- йилидин тартип уйғур елида кәң көләмлик тутқун һәрикити йүргүзүп аз дегәндә 2 милйон уйғурни лагерларға қамиған вә йәнә нурғунлиған әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә мәҗбурий һалда йөткигән. Шундин буян хитай һөкүмити уйғур елиға һәр хил нам вә баһанилар билән хитай нопусини йәрләштүрүшни муһим истратегийә қатарида иҗра қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.