Хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә адвокатларниң еғир зәрбигә учраватқанлиқи билдүрүлди
2017.02.16
Америкида турушлуқ “хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири” намлиқ тәшкилат 16-феврал күни хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң вәзийити һәққидики йиллиқ доклатини елан қилди. Бу доклатқа “улар мениң кишилик һоқуқ паалийәтлиримгә җинайәт қатарида зәрбә бериду” дәп мавзу қоюлған.
44 Бәттин тәшкил тапқан бу доклатта көрситилишичә, 2016-йили ичидә хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири, адвокатлар, мустәқил журналистлар қаттиқ зәрбигә учрап, хитайдики пуқраларниң кишилик һоқуқи, пикир әркинлики еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинған. Хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тәшкилатиниң директори рина шя доклатта қилан сөзидә “хитай һөкүмити бу тәдбирлири арқилиқ хитайда аллиқачан интайин чәклик болған пуқралар һоқуқини йәниму еғир қамал астиға алди” дегән вә хитай һөкүмитиниң өткән йил ичидә мақуллиған қанун-тәдбирлириниң ши җинпиңниң кишилик һоқуқ, аяллар һоқуқи, ишчилар һоқуқи вә аз санлиқ милләтләр һоқуқи үчүн һәрикәт қилған кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә адвокатлириға зәрбә беришигә қануний асас яритип бәргәнликини билдүргән.
Доклатта хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мәсилилирини хәвәр қилидиған мустәқил журналистларға зәрбә бериш һәрикити тилға елинғанда, түрмидики уйғур зиялийси илһам тохти мисал қилип көрситилгән вә униң уйғурларниң мәсилилирини күн тәртипкә әп келидиған уйғур биз тор бетидики паалийәтлири үчүн “өмүрлүк қамақ җазаси” арқилиқ еғир һалда җазаланғанлиқи баян қилинған.
Мәзкур тәшкилатниң әскәртишичә, ши җинпиң һакимийәт бешиға кәлгәндин буян хитайда сиясий җинайәт билән қолға елинғанларниң санида, уларға артилған җинайәт түрлиридә көрүнәрлик дәриҗидә артиш болған билән бирликтә, уларниң түрмиләрдә қейин-қистаққа учраватқанлиқиму диққәт қозғайдиған амилларниң бири икән.
Бу доклат америка бирләшмә агентлиқи, әнглийәниң гардиян гезити қатарлиқ хәлқара ахбаратлардиму кәң хәвәр қилинди.