Хитайдики радий-телевизийә вә башқа ахбарат васитилири йәниму қаттиқ контрол астиға елинмақчи

Мухбиримиз ирадә
2018.03.22

Хитай компартийәси хитайдики ахбарат органлирини йәниму илгириләп контрол астиға елиш үчүн һәрикәткә өткән.

3-Айниң 21-күни хитай даирилири хитайниң мәркизий хәлқ радийо истансиси, мәркизий телевизийә истансиси, җуңго хәлқара радийо истансиси қатарлиқ таратқуларни бирләштүрүп “мәркизий радийо-телевизийә баш истансиси” қуруш һәққидики қарарини елан қилған.

“вашингтон почтиси” гезитиниң хәвиригә қариғанда, бу хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң хитайдики барлиқ саһәләрдә компартийәниң башқуруши вә назаритини күчәйтиш йолидики урунушлириниң бири болуп, хитайдики ахбарат, радийо - телевизийә вә киночилиқ саһәсиниң йәниму илгирилигән һалда хитай компартийәсиниң тәшвиқатчисиға айлинидиғанлиқидин дерәк беридикән.

Йеңи қарар бойичә әсли мәвҗут болған дөләт ахбарат-нәшрият, радийо, кино-телевизийә баш идариси әмәлдин қалдурулған болуп, мәзкур органниң вәзиписи биваситә һалда мәркизий комитет тәшвиқат бөлүмигә өткүзүп берилгән.

Хоңкоң пән-техника университетиниң профессори давид зивейг “вашингтон почтиси” ға қилған сөзидә буниң һәммә кишиниң идийәсини бирләштүрүш бойичә елинған зор бир қәдәм икәнликини, хитай пуқралириниң әмди хитайниң актип тәшвиқат истемалчилириға айлиништин башқа йолиниң қалмиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу хитайда ахбарат вә идеологийә саһәсиниң бундин кейин йәниму қаттиқ башқурулидиғанлиқидин дерәк беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.