Америка билән явропа иттипақи б д т да хитайниң кишилик һоқуқ, уйғур, тибәт сияситини тәнқид қилди
2016.06.24
Америка, явропа иттипақи вә явропадики бәзи дөләтләр пәйшәнбә күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинида хитай һөкүмитини тәнқидләп, униң хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә риайә қилмайватқанлиқини оттуриға қойди.
Йиғинда америка вәкили кейс харпер: “биз хитайниң чәтәл аммиви тәшкилатлирини башқуруш һәққидики йеңи қануни аммиви гуруһларниң паалийәт бошлуқини техиму қаттиқ боғушидин, униң диний ибадәтни чекидин ашуруп контрол қилишидин, болупму буниң еғир тәсиригә учриған тибәт буддистлири, уйғур мусулманлири вә христианлардин қаттиқ әнсирәватимиз” дәп көрсәткән.
Йиғинда явропа иттипақиниң вәкили хитайда адвокатларниң, паалийәтчиләрниң паракәндичиликкә учраватқанлиқини тәкитләп мундақ дегән: “йеқинда мақулланған террорлуққа қарши туруш қануни қатарлиқ бир йүрүш дөләт хәвпсизлик қанунлири хитайниң үстигә алған хәлқара кишилик һоқуқ мәҗбурийитини ада қилишиға қарита җиддий соалларни пәйда қилди.”
Явропа иттипақи вәкили йәнә, хитайни диний вә мәдәнийәт әркинликигә һөрмәт қилишқа, болупму тибәт вә уйғур райониниң диний, мәдәнийәт әркинликигә һөрмәт қилишқа чақирған. Әмма хитай һөкүмити тибәт вә уйғурларниң кишилик һоқуқи дәхли-тәрузға учраватқанлиқини изчил рәт қилип кәлди.
У йеқинда елан қилған “шинҗаңниң диний әркинлик ақташлиқ китаби” да, “шинҗаң һазир диний әркинликниң тарихтики әң яхши дәврини яшаватиду” дегән иди.