Хитай америкалиқ мухбирларни қоғлап чиқиридиғанлиқини елан қилди

Мухбиримиз ирадә
2020.03.18

Хитай даирилири американиң үч чоң хәвәр оргининиң хитайда турушлуқ мухбирлириниң ахбарат гуваһнамисини бикар қилидиғанлиқини җакарлиди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи чаршәнбә күнидики баянатида, “вал-ситрит журнили”, “ню-йорк вақит гезити” вә “вашингтон почтиси” гезитидә ишләйдиған америкалиқ мухбирларниң бу йилниң ахирида әткәс болидиған хизмәт кинишкилирини 10 күн ичидә тапшуруп беришини тәләп қилған.

Мәлум болушичә, бу тәдбир хитайда хизмәт қиливатқан америкалиқ мухбирларниң көпинчисигә тәсир көрситидикән. Чүнки хитай чәтәллик мухбирларға хизмәт кинишкисини һәр йилда бир қетим йеңилаш тәлипини қоюп кәлгән. Қисмән әһвалларда мухбирларниң алтә айда бир қетим, һәтта айда бир қетим йеңилиши тәләп қилинған әһвалларму болған икән. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатидин қариғанда, юқиридики бу мухбирларниң хоңкоң вә авмендиму хизмәт қилишиға йол қоюлмайдикән.

Хитай йәнә “америка авази” вә “дәвр” журнилиниму хитайдики хизмәтчилиригә аит учурларни, малийә, тиҗарәт вә өй-мүлүккә аит учурлирини тапшурушқа буйруған.

Хитайниң бу һәрикити америка билән хитай оттурисидики зиддийәтни йәниму күчәйтивәтти. Америка дөләт бихәтәрлик кеңиши сәйшәнбә күни тивиттир арқилиқ тарқатқан баянатида хитайниң һәрикитини тәнқид қилди. NSC Мундақ дәп язди: “хитай компартийәсиниң журналистларни хитай вә хоңкоңдин қоғлап чиқириш қарари хитай хәлқини вә дуняни хитай тоғрисидики һәқиқий учурлардин мәһрум қилиштики йәнә бир қәдәм”.

Һалбуки хитай ташқи ишлар министирлиқи бу қарарниң американиң хитай ахбаратлиридин америкадики хизмәтчи санини қисқартишни тәләп қилғанлиқиға қайтурулған инкаслиқини илгири сүргән.

Өткән ай, америка һөкүмити хитайниң дөләт игиликидики шинхуа агентлиқи, хитай хәлқара радиоси, хитай йәршари телевизийә тори вә “хитай күндилик гезити” қатарлиқ 4 органни “дөләт вакаләтханиси” категорийәсигә киргүзүп, улардин америкадики 160 нәпәр хизмәтчисини 100 нәпәргә қисқартишни тәләп қилған. Әмма америка тәрәп бу тәдбирни хитай һөкүмити американиң 3 нәпәр мухбирини хитайдин қоғлап чиқиривәткәндин кейин елан қилғаниди.

Америка ташқи ишлар министири майк помпейо болса хитайниң юқиридики бу һәрикитини қаттиқ әйибләп, “хитайниң юқиридики 4 оргининиң мустәқил ахбарат оргини әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң тәшвиқат аппаратлири икәнлики һәммигә аян, бейҗиң һөкүмити бу арқилиқ дуняниң хитайда болуватқанлардин хәвәрдар болушиниң алдини алмақчи” дегән.

“вал-ситрит журнили”, “ню-йорк вақит гезити” вә “вашингтон почтиси” қатарлиқ органларму бүгүн 18-март рәсмий баянат елан қилип, өзлириниң хитай һөкүмитиниң бу қараридин қаттиқ әпсусланғанлиқини ипадә қилди вә буни пикир-ахбарат әркинликигә қилинған еғир тәһдит, дәп көрсәтти.

Хәлқаралиқ мухбирларни қоғдаш комитетиму 18-март күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитини бу қараридин дәрһал ваз кечишкә чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.