Хитай сотида қамақ җазасиға һөкүм қилинған журналистниң америка пуқраси икәнлики мәлум болди

Мухбиримиз ирадә
2016.07.28

Чаршәнбә күни хитай соти тәрипидин 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған журналист ваң җйәнмиңниң америка пуқраси икәнлики америка дөләт ишлири министирлиқи тәрипидин дәлилләнгән. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка һөкүмити хитай даирилириниң өз дипломатлириниң ваң җйәнмиң билән көрүшүшигә йол қоймиғанлиқини билдүргән.

Ваң җйәнмин вә го җуңшяв исимлик журналистлар хоңкоңда чиқидиған “асия һәптилики” журнилиниң хизмәтчилири болуп, улар 2014-йили шенҗенда тутуп кетилгән. Бу икки журналист илгири хоңкоңда көпинчә һалларда хитай юқири қатлам рәһбәрлириниң мәсилилирини тилға алидиған “йеңи йол айлиқ журнили” вә “чирайлар” намлиқ икки парчә журнални чиқарған икән. Сотта уларниң чиқарған нәшр буюмлири “қанунсиз нәшр буюмлири” дәп аталған вә улар бу журналларни хитай ичидики достлириға әвәткәнлики үчүн “қанунсиз сода қилиш” җинайити билән әйиблинип қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Шенҗен соти ваң җйәнмингә 5 йил 3 айлиқ қамақ җазаси бәргән.

Америка дөләт ишлири министирлиқи баянатчиси җон кирбий америка дипломатлириниң ваңниң сотиға қатнишишиға рухсәт қилинмиғанлиқини, әмма өзлириниң уни көрүш тәлипини давамлаштуридиғанлиқини билдүргән.

Ваң җйәнмиңниң адвокатиниң бирләшмә агентлиқиға ейтишичә, ваңниң хоңкоңда олтурақлишш кинишкисиму бар болуп, у хитайға киргәндә ушбу кинишикисини қолланған икән. Бирләшмә агентлиқи хәвиридә, хитай һөкүмити қош пуқралиқни тонумиғанлиқи вә ваң җйәнмиң хитайға тәвә болған хоңкоңниң кинишкисини ишлитип туруп хитайға киргәнлики үчүн уни хитай пуқраси қатарида сотқа тартқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.