“җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң мухбирлири уйғурлар мәсилиси түпәйлидин истепа бәргән
2022.10.25
“хоңкоң әркин мәтбуат” ториниң 24-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң мухбирлиридин иккийлән өзлириниң үч айлиқ тәкшүрүш асасида тәйярлап чиққан уйғурлар һәққидики тәкшүрүш доклатини гезит тәһрирати бикар қиливәткәнликтин өз хизмитидин истепа бәргән.
Токйо шәһиридики “чәтәл мухбирлири кулуби” да өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң сабиқ алий муһәррири, мухбир петир лаңган (Peter Langan) бу һәқтә мәлумат бәргән. Униң ейтишичә у вә йәнә бир мухбир көплигән язма һөҗҗәтләр асасида тәйярлап чиққан уйғур дияридики пиланлиқ туғут сиясити һәмдә униң тәсири һәққидики үч қисимлиқ тәкшүрүш доклати гезит тәһрир бөлүмигә тапшурулғандин кейин “тәһрирлик вә дәлилләш өлчәмлиригә уйғун кәлмигән” дегән бәтнам билән бикар қиливетилгән. У бу һәқтә сөз қилип: “шинҗаң изчил ахбарат саһәсиниң диққәт мәркизидә болуп келиватиду. Йәнә келип һазир көплигән доклатлар лагерлар вә уйғурларниң қирғин қилинишини мәркәзлишип қалди” дегән. Шундақла мәзкур гезит тәһрир бөлүминиң хитай һөкүмитини рәнҗитип қоюшни халимиғанлиқини ишарә қилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, үч қисимлиқ бу доклатта хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясити иҗра қилинған 17 йилда уйғур дияридики нопус қурулмисида қандақ өзгиришләрни пәйда қилғанлиқи тәпсилий шәрһләнгән. Доклатниң асаслиқ материял мәнбәси хитай һөкүмитиниң санлиқ мәлуматлири болсиму “пакитлар толуқ әмәс” дегән баһанә билән елан қилинмиған. Мәлум болушичә, “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң бу хилдики “мәркизий һөкүмәтни рәнҗитмәслик” хаһиши илгириму бирнәччә қетим көрүлгән. “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезити хоңкоңда инглиз тилида нәшр қилинидиған болуп, “али баба гуруһи” 2015-йили 266 милйон америка доллириға уни сетивалғаниди.