Фирансийә мухбири урсула 31- декабир хитайдин мәҗбури айрилди
2015.12.31
Хәвәрләргә қариғанда, уйғурларға мунасивәтлик мақалиси сәвәблик хитайниң наразилиқини қозғиған фирансийә “лобс” һәптилик журнилиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири урсула готийир ханим 31-декабир хитайдин айрилған.
Урсула готийир айродромға меңиштин илгири фирансийә агентлиқиниң зияритини қобул қилип, “хитайда мухбирлиқ қилиш кинишкисиниң узартилиши рәт қилғанлиқи үчүн, хитайдин айрилишқа мәҗбур болғанлиқи” ни билдүргән.
Урсула ханим йәнә өзиниң бейҗиңдики әң ахирқи күнидики роһи һалитини тәсвирләп: “реаллиқтин һалқиған күчлүк бир туйғуда туруптимән, һәммә ишлар шундақ һәйран қаларлиқ вә тез йүз бәрди, бу реаллиқни адәм қобул қилалмайду” дегән.
Урсула 18-ноябир елан қилған мақалисидә, “18-сентәбир бай вәқәси” ниң “13-ноябир париж террорлуқ һуҗуми” билән маһийәт җәһәттин пәрқлинидиғанлиқи, мәзкур вәқәниң хитай дегәндәк хәлқара җиһадий һәрикәтләр билән мунасивәтсизликини көрсәткәнлики үчүн хитай һөкүмити халимайдиған шәхскә айланған иди.
Урсула ханим сәйшәнбә күни фирансийә радиосиниң зияритини қобул қилғинида: “өз қаришида чиң турғанлиқи вә хитай һөкүмитидин кәчүрүм сорашни рәт қилғанлиқи үчүн, хитай ташқи ишлар министирлиқи 25 декабир униңға телефон қилип, 2015-йил 31-декабирдин қалмай хитайдин айрилишини уқтурған” лиқини билдүргән.
Хитайниң фирансийә мухбири урсулани у язған хәвәр сәвәблик хитайдин қоғлап чиқириши хәлқара кишилик һоқуқ вә ахбарат әркинлик тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған. Әмма хитай ташқи ишлар министирлиқи өзиниң һәрикитини ақлап:“хитай террорлуқ чемпийонлириниң әркинликини һәргиз қоллимайду” дегән.