Хитай һөкүмити намайишқа қатнашқан пуқраларға һәйвә қилишқа вә улардин өч елишқа башлиған

Мухбиримиз җәвлан
2022.11.30

Үрүмчидә йүз бәргән от апитидин кейин, хитайниң он нәччә чоң шәһиридә хитай һөкүмитиниң қамал сияситигә қарши наразилиқ намайиши қозғалғаниди. Хитай һөкүмитиниң бу намайишлар һәққидә немә дегәнлики мәлум әмәс, әмма таратқуларда тарқалған бир видийода, 30-ноябир күни нәччә онлиған танканиң бейҗиң кочилирида шәһәр аһалисигә күч-һәйвә көрситип йүргәнлики ашкариланған.

BBC Ниң хәвиригә қариғанда, 30-ноябир күни кечидә гуңҗу шәһиридә хитайниң қамал сияситигә қарши пуқралар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәргән. Нурғун хитай пуқралири һөкүмәтниң узаққа созулған бу қамал сияситиниң үрүмчидики от апитигә охшаш нурғун паҗиәләрниң йүз беришигә сәвәб болуватқанлиқиға ишинидикән.

Ютуб қанилиға чиққан бир видийода, гуңҗудики хитай пуқралириниң сақчилар вә “ақ халатлиқлар” билән елишиватқанлиқи көрситилгән. Йәнә бир видийода, 29-ноябир күни шәндуңниң җинән шәһиридиму намайиш болғанлиқи көрситилигән болуп, аһалиләр қамал-тосақларни бөсүп өтүп, һөкүмәт күчлири билән елишқан вә “қамални бошат, қамални бошат!” дәп шоар товлиған.

Иҗтимаий таратқуларда хитай һөкүмитиниң бу намайиштин кейин җиддий һәрикәткә өткәнлики, шаңхәй сақчилириниң кочида телефон тәкшүрүп, намайишқа чиққанларни тепивалса, кочидин яки өйидин тутуп кетиватқанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.