Хитай һөкүмити “икки йүзлимичи” дәп тутқан уйғур зиялий вә кадирлирини “террорлуққа” бағлап әйиблиди

Мухбиримиз әркин
2021.04.02

Хитай һөкүмити 1-апрел бир тәшвиқат видейоси елан қилип, 2017-йил башланған чоң тутқунда “икки йүзлимичи” дәп тутулған уйғур кадирлирини “террорлуққа” вә “бөлгүнчиликкә” бағлап әйиблигән. Хитайниң чәтәлләргә қаритилған тәшвиқат қанилиCGTN да тарқитилған “көләңгүдики уруш” намлиқ тәшвиқат видейосида, хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинип һазирға қәдәр из-дерики болмиған бәзи уйғур кадирлирини чиқирип, уларни аталмиш “террорлуқ”, “бөлгүнчилик” билән бағлинишлиқ болған “икки йүзлимичилики” ни иқрар қилдурған.

Бу видейониң ғәрб әллиридә хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қиливатқанлиқини етирап қилидиған дөләтләр барғансери көпийип, ғәрбниң җазасиға дуч келиватқан мәзгилдә елан қилиниши диққәт қозғиди. Видейода уйғур аптоном районлуқ сиясий қанун комитетиниң муавин мәсули ширзат бавудун, маарип назаритиниң муавин назири саттар савут, һөкүмәт баш катипи алимҗан мәмтимин, шуниңдәк шинҗаң маарип нәшриятиниң шәһидә йүсүп, сүрәййә мирқәдәм қатарлиқ тәһрирлирини сөзләткән.

Видейода ширзат бавудун “шәрқий түркистан ислам” партийәсиниң хәлипилик қурушиға маслашқан, язғучи ялқун рози, нәшриятчи ваһитҗан осман қатарлиқлар китаб түзүп бәргән, саттар савут, алимҗан мәмтимин, таһир насир, абдуразақ сайим қатарлиқ зиялийлар бу ишни пәрдә арқисида туруп пиланлиған, дәп әйибләнгән. Бирақ бу видейо д у қ ниң қаттиқ әйиблишигә учриди. Дуня уйғур қурултийи 1-апрел елан қилған баянатида, хитай һөкүмитиниң “бу кишиләр арқилиқ өзиниң кәмситиш сияситини пәрдазлиғанлиқини” ни ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.