Хейлуңҗяң өлкисиниң мишән шәһәрлик һөкүмити хитай аһалилирини уйғур қачқунлардин агаһ болушқа чақирған
2015.08.31
Мәлум болушичә, хейлуңҗяң өлкисиниң мишән шәһәрлик һөкүмити 28-авғуст мәхсус уқтуруш чиқирип, хитай аһалилирини уйғур қачқунлардин агаһландурған.
Мишән шәһәрлик һөкүмәтниң “террорлуққа қарши рәһбәрлик гурупписи” намида чиқирилған мәзкур уқтурушқа “диққәт, террорчилар мишән еғизи арқилиқ дөләт чеграсидин оғрилиқчә өтүшкә урунуватиду” дегән мавзу қоюлған.
Уқтурушта мундақ дейилгән: “игилишимизчә, террорчилар хейлуңҗяң өлкисиниң чегра шәһәр вә наһийәлири арқилиқ русийә тәвәсигә өтүп, у йәрдин үчинчи дөләттики террорчиларниң йошурун базисиға берип һәрбий тәлим-тәрбийә елишқа урунмақта. Мишән шәһири русийә билән 200 километирлиқ чегра линийәсигә игә. Террорчиларниң мишән тәвәсидин русийәгә өтүш еһтимали зор. Улар әгәрдә чегра бойида байқалған һаман нәқ мәйданда һуҗум қозғап бизгә қарши "ғазат" уруши елип бериши мумкин.”
Уқтурушта йәнә “террорчилар” ни пәрқләндүрүш вә уларни сақчиға мәлум қилишта уларниң 7 түрлүк гуманлиқ аламитигә алаһидә диққәт қилишни уқтурған. Униң биринчисидә “шинҗаң тәвәликидин кәлгән, чирай-шәкли вә йүрүш-туруш җәһәттә уйғурларға охшайдиған гумандарларға алаһидә диққәт қилиш” әскәртилгән.
Көзәткүчиләр, хитайниң җәнубий вә шималидики чегра өлкилиридә бу хилдики һөкүмәт уқтурушлириниң очуқ-ашкара һалда чиқирилиши, хитай һөкүмитиниң ички қисимда уйғурларға пүтүн милләт гәвдиси билән “дүшмән” қатарида муамилә қиливатқанлиқиниң бир дәлили, дәп қаримақта.