Яшанғанларниң беқилиши һәққидә хитай һөкүмити 30 йилда 4 қетим өз муқамини өзгәрткән

Мухбиримиз қутлан
2016.11.07

Җәмийәтшунасларниң көрситишичә, хитай 30 йилдин артуқ “пиланлиқ туғут” сияситини йолға қоюш җәрянида нопуси қерилашқан дөләтләрниң биригә айланған.

Игилинишичә, йеқиндин буян хитай даирилириму “бир пәрзәнтлик түзүм” ниң хитай нопусида яшанғанлар нисбитини зор дәриҗидә көпәйтивәткәнликини һес қилип, туғут чәкләшкә болған сияситини бошитишқа мәҗбур болған.

Иҗтимаий таратқулардин мәлум болушичә, яшанғанларниң беқилиш мәсилисидә хитай компартийәсиниң орган гезити болған “хәлқ гезити” йеқинқи 30 йил мабәйнидә аз дегәндә 4 қетим хитай һөкүмитиниң бу һәқтики муқаминиң өзгәргәнликидин бешарәт бәргән.

“хәлқ гезити” ниң 1985-йилидики баш мақалисидә “бир пәрзәнтлик болған яхши, һөкүмәт яшанғанларни бақиду” дейилгән болса, 1995-йилидики баш мақалисидә “бир пәрзәнтлик болған яхши, һөкүмәт яшанғанларға ярдәм қилиду” дейилгән.

Һалбуки, 2005-йилиға кәлгәндә “хәлқ гезити” ниң баш мақалисидә даириләрниң яшанғанлар мәсилисидики муқами 90 градус өзгирип, “яшанғанда һөкүмәткә тайинивелишқа болмайду” дейилгән. 2012-Йилиға кәлгәндә “хәлқ гезити” дә хитай һөкүмитиниң яшанғанларниң беқилиши һәққидики муқами йәнә бир қәдәм илгирилигән һалда өзгирип, “кечикип дәм елишқа чиққан яхши, өзигә тайинип қерилиқ мәзгилидики беқилишни һәл қилиш керәк” дейилгән.

Хитайдики көплигән дәм елишқа чиққанлар иҗтимаий таратқуларда пикир баян қилип, өзлириниң яшлиқида көп пәрзәнтлик болуш һоқуқидин, қерилиқида беқилиш пурситидин мәһрум қалдурулғанлиқидин шикайәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.