Хитайда йүз бәргән бир қатнаш қазаси хитайдики әхлақ қариши тоғриса ғолға қозғиған

Мухбиримиз җүмә
2017.06.10

Йеқида хитайда йүз бәргән бир қатнаш қазасиниң көзитиш аппаратиға елинған көрүнүши елан қилинғандин кейин, бу хитайдики тордашлар арисида җәмийәттики әхлақ қариши тоғрисида ғолға қозғиған. Нюйорк вақит гезитиниң хәвәр қилишичә, вәқә 21-апрел хенән өлкисиниң җумадийән шәһиридә йүз бәргән.


Филимдики көрүнүшләргә қариғанда, бир аял йолучи пиядиләр сизиқида туруп йолидин тоғра кесип өтүшкә тәмшиливатқанда, бир такиси соқуветиду. У аял йолға учуп чүшүп йиқилғандин кейин, таксикәш тохтимай қечип кетиду. Андин қизил чирағ йеқилип, аптомобиллар тохтайду вә пиядиләр бәлгиләнгән җайдин өтүшкә башлайду. Йешил чирағ йеқилғучә йолдин аз дегәндә 12 адәм өтидую, йолда ярилинип йетип қалған бу бичарә аялға һечким қарапму қоюшмайду. Кейин аял бешини көтүрүп һәрикәтлинишкә тәмшилиду, һалбуки шу әснада йешил чирағ йеқилип йолдин аптомобиллар йәнә өтүшкә башлайду. Бу чағда бир дала машиниси удул келип йолда созулуп ятқан аялни бесип өтүп кетиду.Хәвәргә қариғанда, бу йолучи аял кейин дохтурханиға елип берилған болсиму, давалаш унум бәрмәй һаятидин айрилған. 

Көзитиш аппаратиға елинған бу паҗиәлик қатнаш вәқәси хитайдики вейбо ториға чапланғандин кейин, 30 милйон адәм көриду. 70 Миң қетим һәмбәһирлиниду, 80 миң инкас йезилиду. 

Хәвәрдә нәқил қилишичә, бу һәқтә тохталған шаңхәйлик адвокат җаң шөбиң әгәр бу һадисә у аялни соқувәткән шопур қечип кәткән йәрдә түгигән болса, буни бир адәттики қатнаш вәқәси, дәп аташқа болидиғанлиқини, әмма униңға һечкимниң ярдәм қилмаслиқи адәмни ойға салидиғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “бу вәқәниң шунчә күчлүк ғулғула қозғишидики сәвәб болса, шунчә көп адәмниң көрүп турупму, зиянкәшликкә учурғучиға ярдәм қолини сунмаслиқи.”

Хәвәрдә нәқил қилишичә, мәзкур вәқә һәққидә инкас язғучиларниң бәзилири әгәр бу аялға ярдәм қилған болса, балаға өзлириниң қелиши мумкинликини баян қилишқан. Йәнә бәзиләр болса, әгәр бири қатнашни тохтитипла җиддий қутқузушқа телефон қилған болса, бу аялниң һаятини қутулдуруп қелиш мумкинликини язған. Җу ву исимлик бир тордаш хитай җәмийитидики әхлақий бәрбатлиқни сүрәтләп мундақ язған: “бу йәрдики мәсилә тамаша көргүчиләрдә әмәс, бәлки қәлби музлиған җәмийәттә.”

Нюйорк вақит гезитидә мундақ дейилгән: “бу йәрдә кишиләрни омумйүзлүк әндишигә салғини җәмийәттә бир әхлақий нишанниң кәмлики болған.”

2011-Йили 2 яшлиқ бир қиз фошән шәһиридики мәлум топ тарқитиш базирида қатнаш қазасиға учриғандиму һечкимниң ярдәм қилмаслиқи сәвәбидин өлүп кәткән.Бу һадисә һәққидики көрүнүшләр интернетқа ашкариланғандин кейиниму, зор ғулғулиға сәвәб болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.