Америка билән явропа иттипақи “бурмиланған сода сиясити” тоғрулуқ хитайдин һесаб алмақчи болған

2021.05.18

Ройтрес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка вә явропа иттипақи дүшәнбә күни (17-май) бирләшмә баянат елан қилип, хитайни “бурмиланған сода сиясити” ни қоллиғанлиқи үчүн җавабкарлиққа тартидиғанлиқини билдүргән.

Бу баянат америка сода вәкили катрин тәй, америка сода министири җина раймонд, явропа иттипақи комитетиниң муавин иҗраийә рәиси валдис домбровиски тәрипидин елан қилинған.

Мәзкур баянатта йәнә йәр шари характерлик төмүр вә алйомин ишләпчиқиришиниң еһтияҗдин ешип кәткәнлики мәсилисиниң муһакимә қилинидиғанлиқи билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.