Таможна беҗидин қачқан бир қисим хитай ширкәтлири камбоджаниң “алаһидә иқтисадий райони” ға көчкән

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.03.04

“CBS” ниң 4-марттики хәвиригә асасланғанда, америка пирезиденти доналд трамп йолға қойған таможна беҗидин қачқан бир қисим хитай ширкәтлири хитайдин 1000 километир йирақлиқтики камбоджаниң “алаһидә иқтисадий райони” ға көчүп кәлгән. Америка-хитай сода уруши хитай ширкәтлириниң камбоджаға салған мәблиғиниң партлишидики асаслиқ сәвәб болған.

Хәвәрдә дейилишичә, 2016-йили, пирезидент трамп биринчи қетим вәзипә өтәштин бурун, камбоджаниң америкаға қилған експорти йилиға тәхминән 3 милярд доллар икән. Өткән йили америкаға қилған експорти 13 милярд доллардин ешип, камбоджаниң ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %30 гә йеқинлашқан. Камбоджа һөкүмити бу дөләттики завутларниң йеримидин көпрәкиниң һазир хитайға тәвә икәнликини, хитай ширкәтлириниң омумий мәбләғниң тәхминән 9 милярд доллар икәнликини ейтқан.

Америка пирезиденти доналд трамп хитай маллиридин 10 пирсәнт қошулма таможна беҗи елишни йолға қойғандин кейин, йәнә бир йеңи таможна беҗи лайиһәсини оттуриға қоюп, бу 4-марттин башлап рәсмий йолға қоюлғаниди. Буниң билән униң хитай маллириға қойидиған омуми таможна беҗиниң 20 пирсәнткә чиқидиғанлиқи қәйт қилинмақта. Униңда, америкаға импорт қилинған аптомобил, дора вә микро өзәк (чип) ладин 25 пирсәнт яки униңдин артуқ баҗ елиш бәлгиләнгән иди.

Америка таратқулири, трамп һөкүмитиниң хитайға қарши йолға қойған йеңи таможна беҗиниң америка ширкәтлирини қайтидин әслигә кәлтүрүп вә күчләндүрүп, бир қисим хитай ширкәтлиригә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини илгири сүргәниди

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.