Түркийәдики бир сиясий партийә әнқәрәни “йәкән вәқәси” мунасивити билән хитайға нота тапшурушқа чақирди

Мухбиримиз әркин
2013.12.31

Түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстичи түркийә ташқи ишлар министирлиқини “йәкән вәқәси” мунасивити билән хитайға нота тапшуруп, қирғинчилиқни тохтитишқа чақиришни тәләп қилди.

У түркийәни шәрқий түркистанда йүз бәргән вәқәләрни көрмәскә салмаслиққа чақирип, шәрқий түркистандики уйғурлар хитай дөләт вә һөкүмәт даирилириниң буйруқи билән оққа тутулуп, шеһит қилиниватқанлиқини илгири сүрди.

Хитай аманлиқ күчлири 29‏-декабир йәкән наһийәлик сақчи идарисигә һуҗум қилғанлиқини илгири сүрүп, 8 нәпәр уйғурни етип өлтүргәнлики, бирикишини тирик тутқанлиқини елан қилған иди. Йеқинқи бир йерим ай ичидә 3‏-қетим йүз бәргән бу қанлиқ тоқунуш хәлқара җамаәтчиликниң диққитини қозғиған.

Америка, хитай аманлиқ күчлирини өзини тутувелишқа чақирип, уйғурларниң һәр хил һоқуқлириға һөрмәт қилишни тәләп қилған.

Мустафа дәстичи йәнә, әгәр хитай қәтлиамни тохтатмиса, уйғурларға давамлиқ ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиқ йүргүзсә, хитай билән болған барлиқ мунасивәтни дәрһал тохтитишни вә мәсилини хәлқара сәһнигә елип чиқишни тәләп қилди. Дәстичи, күтахядики башқа бир мурасимда, әрдоған һөкүмитиниң йәкән, қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләргә инкас қайтурмиғанлиқини тәнқид қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.