Америкада 5 нәпәр киши хитай җ х министирлиқи үчүн хизмәт қилиш билән әйибләнди

Мухбиримиз ирадә
2022.03.17

Америка әдлийә тармақлири 5 кишини хитай җамаәт хәвпсизлик минситирлиқиниң буйруқи билән һәрикәт қилиш, америкада җасуслуқ қилиш, паракәндичилик туғдуруш вә из қоғлаш һәрикәтлири билән шуғуллиниш җинайәтлири билән әйиблигән. Нөвәттә уларниң 3 нәпири қолға елинған.

Америка әдлийә министирлиқи тарқатқан бу һәқтики доклатта, йоқириқи хитай җасуслириниң американиң ню-йорк вә башқа җайлиридики “хитай коммунист һөкүмитигә қарши” дәп билингән өктичи хитайлар, хоңкоңлуқлар вә һәтта уйғур һәм тибәтләр үстидин җасуслуқ қилғанлиқи вә қилишқа урунғанлиқи баян қилинған.

Бу бәш киши лин чимиң (59), ваң шуҗүн (73), люфән (62), мәттов зибурис (49) вә хитай пуқраси болған сун күйяң (40) қатарлиқлар икән. Улар һәққидә тәйярланған айрим-айрим 3 әйибнамигә асасланғанда, бу кишиләр американиң ню-йорк шәһиридики вә башқа шитатлардики хитай компартийәсигә қарши яки хитай һөкүмити яхши көрмәйдиған хитай өктичиләр, уйғурлар, тибәт вә хоңкоңлуқларни тәқиб қилиш, учур топлаш, хитайниң җ х тармақлириға учур йәткүзүш, бәднам чаплаш, паракәндичилик селиш вә һәтта суйқәст пиланлаштәк қилмишлар билән шуғулланған.

Сот мәһкимисиниң һөҗҗитигә қариғанда, җавабкарлар хитай хәлқ җумһурийитидә демократийәни бәрпа қилишни тәшәббус қилғучиларни яки хитай яхши көрмәйдиған шәхсләрни нишанлап, хитайниң дөләт һалқиған бастуруш пиланини йолға қоюшқа маслашқан. Бу пиланларниң биридә, улар 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири болған, кейин америкаға келип орунлашқан бир хитай өктичиниң америка авам палата әзалиқиға намзат болуш паалийәтлирини бузушқа вә сайламға арилишишқа урунған. Бу пиланларниң йәнә биридә, җавабкарлардин үчи лос-анжелеста олтурушлуқ бир хитай өктичи рәссамниң әсәрлирини йоқитишни пиланлиған һәмдә рәссамниң хизмәт орни вә машинисиға көзитиш апарати орнатқан.

73 яшлиқ ваң шүҗүн болса узун йил ню-йоркта яшиған болуп, демократчи қияпитигә киривалғанлиқтин кишиләрниң ишәнчисигә еришкән. У буниңдин пайдилинип нурғун өктичиләр билән алақә қилип уларниң ой-хияллири, паалийәтлири вә һәтта паалийәтләрдә сөзлимәкчи болған нутуқи қатарлиқ учурлириға еришкән, уни хитай җ х министирлиқи хадимлириға йоллап бәргән. У йәнә уйғур, тибәт вә моңғулларниму тәқиб қилған. У алақә қилған бир хоңкоңлуқ паалийәтчи хоңкоңға қайтқандин кейин, хитай тәрипидин қолға елинған.

Америка әдлийә министирлиқи дөләт хәвпсизлики бөлүминиң баш тәптиш ярдәмчиси матев г. Олсен бу һәқтә қилған сөзидә мундақ дегән: “хитайниң дөләт һалқиған бастуруш пилани америка вә дуняниң һәрқайси җайлиридики кишиләргә зиян салиду. Улар американиң асасий қиммәт қаришиға зит, биз америка қануниға хилап бундақ һәрикәтләргә йол қоймаймиз. Әдлийә министирлиқи америкалиқларниң вә америкида яшаш, ишләш вә оқушқа кәлгәнләрниң һоқуқини қоғдайду. Биз һәр қандақ бир чәт әл һөкүмитиниң сөз әркинликимизгә тосқунлуқ қилишиға, қанунлиримизниң қоғдилишини рәт қилишиға, шәхсләрниң бихәтәрликигә яки аилисиниң бихәтәрликигә тәһдит селишиға йол қоймаймиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.