Хитай ширкәтлиригә елан қилинған йеңи җаза хитай һөкүмитини қаттиқ пәришан қилди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2025.01.15

Америка ана вәтән хәвпсизлик министирлиқи 14-январ күни уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ хитай ширкәтлиридин 37 ширкәт вә кархана гуруһиға иқтисадий җаза елан қилғандин кейин, 15-январ күни хитай һөкүмити буниңға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, өзлириниң “тегишлик чариләр” арқилиқ хитай ширкәтлириниң “қанунлуқ һәқлирини қоғдайдиғанлиқи” ни билдүрди.

Хитай һөкүмитиниң карнийи болған “йәр шари вақти гезити” ниң 15-январдики баш мақалисидә ейтилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси го җякун бу һәқтә мухбирларға сөз қилип, “америка һөкүмитиниң шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк мәсилисини көтүрүп чиқиши пүтүнләй асассиз” дегән. Шуниңдәк “уйғурларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә дуч келиватқанлиқи һәққидики баянлар пүтүнләй қуруқ төһмәт” дәп җакарлиған.

Го җякун йәнә америка һөкүмитини әйибләп, “америка һөкүмити шинҗаң мәсилисини баһанә қилип мушу хилдики зәһәрхәндиләрчә васитиләрни қоллинип кәлмәктә. Уларниң бу қилмиши дөлитимизниң ички ишлириға қопаллиқ билән арилашқанлиқ, шуниңдәк дөлитимизниң тәрәққиятини боғуш урунуши, халас” дәп хуласә чиқарған.

Америка ана вәтән хәвпсизлик министирлиқиниң министири алехандро майоркас (Alejandro N. Mayorkas) 37 Хитай ширкитигә җаза елан қилиш һәққидики қарарни елан қилғанда өзлириниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә мәҗбурий әмгәккә четишлиқ ширкәтләрни җазалаш мәйданидин һәргизму вазкәчмәйдиғанлиқини алаһидә җакарлиған иди.

Һалбуки, хитай һөкүмитиниң өзлири елан қилған көплигән санлиқ мәлуматлар һәмдә охшимиған нопузлуқ тәтқиқат орунлириниң тәкшүрүш доклатлири уйғур елидики мәҗбурий әмгәкниң йилдин йилға кеңийиватқанлиқини, буниң четилиш даириси аптомобил запчаслири, кан байлиқи, күнтахта, енергийә байлиқи қезиш, кевәз териш, тоқумичилиқ қатарлиқ көплигән саһәләрдә муһим салмақни игиләватқанлиқини көрситип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.