Америка малийә министири америка билән явропаниң хитайға қарши бирлик сәп түзүши керәкликини билдүргән

Мухбиримиз җәвлан
2021.07.14

Америка малийә министири җенит йелин йеқинда америка билән явропаниң бирлик сәп қуруп, хитайниң тәңсиз сода вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики қилмишлириға бирликтә қарши туруши керәкликини билдүргән.

“бломберг хәвәрлири” ториниң хәвәр қилишичә, америка малийә министири җенит йелин 12-июл бирюсселда елип барған тунҗи зияритидә америка билән явропа иттипақиниң иқтисадий мунасивитини күчәйтиш үчүн йеңи тиришчанлиқларни көрсәткән, явропа иттипақиға әза дөләтләрни хитай билән русийәниң тәһдитигә тақабил туруш сепидин орун елишқа чақирған.

У сәйшәнбә күни (13-июл) явропа иттипақи әмәлдарлири билән өткүзгән учришиш йиғинида хитайни “хәлқара сода қаидисигә әмәл қилмайдиған, кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан дөләт” дәп әйиблигән һәмдә “биз ашкара, адил риқабәт, очуқ келишим вә җавабкарлиқ принсипиға келиватқан тәһдиткә бирликтә тақабил турушимиз керәк” дегән.

Хитай ташқи ишлар баянатчиси җав лиҗийән буниңға қарши инкас билдүрүп, “хитай һөкүмити дуня сода тәшкилатиниң қаидилиригә изчил әмәл қилип келиватиду” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, явропа карханилири хитайдин көп миқдарда мал елиштин чәкләнгәнлики, әмма хитай карханилири явропадин нәччә он милярд долларлиқ техника вә даңлиқ маркиларни сетивалғанлиқи үчүн, хитай буниңдин биарам болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.