Германийәдики уйғурларни өз ичигә алған 11 аммиви тәшкилат чегра һалқиған бастурушқа қарши туруш бирләшмиси қурди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.08.13

Германийәдики уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар, белоруслар вә кишилик һоқуқ органлирини өз ичигә алған 11 аммиви тәшкилат, истибдат дөләтләрниң чегра һалқиған бастурушиға қарши туруш бирләшмиси қурған.

Юқириқи 11 тәшкилатниң 11-авғуст елан қилған баянатида көрситишичә, германийәдики кишилик һоқуқ вә муһаҗирәт тәшкилатлириниң бу бирләшмиси, дөләт һалқиған бастурушниң тәһдити һәм униң германийәдики кишилик һоқуқ, әркинлик вә хәвпсизликкә көрситидиған тәсиригә диққәт қозғашни мәқсәт қилмақта икән. Мәзкур бирләшмә хитайниң чегра һалқиған бастуруши күчийип, қара қолини һәр қайси әлләрдики уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар вә хитай демократлириға сунуватқан, һәтта бәзи дөләтләрдә мәхпий сақчи понкитлирини қуруп, чегра һалқиған паалийәтләрдә болуватқан бир вақитта қурулғанлиқини елан қилмақта.

Баянатта мундақ дейилгән: “дуня миқясида күнсери күчийиватқан истибдатлиқниң тәнқидий садаларни, өктичиләрни, кишилик һоқуқни қоғдиғучиларни, зиянкәшликкә учриғучиларни вә журналистларни барғанчә сәргәрданлиққа муптила қилмақта. Германийә бу таипә кишиләр үчүн муһим макан. Очуқ-ашкара тәнқид, муһаҗирәт ториниң шәкиллиниши вә кәлгән район билән болған алақиси бу кишиләрни истибдат һакимийәтләрниң нишаниға айландуруп қойди. Германийәдиму тәнқидий садалар вә тәһдит астидики хәлқләр кәлгән дөлитиниң бастуруш нишани болуп қалмақта.”

Баянатта қәйт қилинишичә, мәзкур бирләшмә чегра һалқиған бастурушни чәт әл һөкүмәтлириниң чегра сиртидики муһаҗир вә мусапирлар топлирини қорқутуш, җимиқтуруш яки уларға зиянкәшлик қилиштики бир истратегийәси, дәп қаримақта икән.

Баянатта йәнә, чегра һалқиған бәзи һәрикәтләр германийә қанунида җавабкарлиққа тартилсиму, әмма нурғун делоларниң қануний җавабкарлиққа тартилиштин халий икәнлики, шуңа бу бирләшмә германийә даирилириниң бу һадисини техиму яхши чүшинип, униңға болған тонушини өстүрүшкә ярдәм беридиғанлиқини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.