Америка вә японийә хитайға йеқин истратегийәлик аралларға техиму көп һәрбий орунлаштурушни қарар қилған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.10.10

Америка вә японийәниң мудапиә башлиқлири хитайға йеқин ғәрбий тинч окяндики истратегийәлик араллар зәнҗиридә һәрбий мәвҗутлуқини кеңәйтиш ирадисини қайта тәкитлигән.

Американиң “һәптилик хәвәрлири” торидики хәвәргә асасланғанда, америка дөләт мудапиә министири лойид остин сәйшәнбә күни японийәниң йеңидин тәйинләнгән дөләт мудапиә вәзири ген накатани билән тунҗи қетим телефон сөһбити өткүзгән. Улар америка-японийә иттипақиниң қоманданлиқ вә контрол қилишни заманивилаштуруш, шәрқий хитай деңизи билән филиппин деңизи оттурисида туридиған японийәниң ғәрбий җәнуб арилида икки тәрәплик һәрбий мәвҗутлуқни кеңәйтиш ирадисини қайта тәкитлигән.

Бу араллар йәни риюкю тақим араллири японийәдин тәйвән вә филиппинға тутишидиған араллар зәнҗири дәп атилидиған болуп, у, муһим мудапиә системиси болуп кәлмәктикән.

Америка армийәси 1960-йилидики америка-японийә өзара һәмкарлиқ вә бихәтәрлик шәртнамисигә асасән японийәгә 54 миң һәрбий хадим орунлаштурған. Ғәрбий җәнуб тақим араллириниң үчтин икки қисмини өз ичигә алған японийәниң окинава вилайити японийәдики америка армийәсиниң йеримидин көпрәкигә саһибханилиқ қилидикән. японийәниң ғәрбий җәнуб вилайитидә йәнә американиң кадена һава армийә базиси җайлашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.