Чәтәл ширкәтлириниң хитайға техника експорт қилишидики бихәтәрлик амиллири диққәт қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2018.08.07

Америкидики бир қисим юқири пән-техника ширкәтлириниң хитайға експорт қилған техникилиқ мәһсулатлириниң уйғурлар дияридики “сақчи дөлити” бәрпа қилишта муһим рол ойниғанлиқи узундин буян муһакимә қилиниватқан иди. Болупму, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдин импорт қилған мушу бир қатар юқири пән-техника васитилиридин пайдилинип уйғурларниң әң әқәллий һәқлириниму аяқ-асти қиливатқанлиқи ақивәт уйғурлар мәсилисиниң хәлқарадики зор бир мәсилә болушиға сәвәб болған иди. Нөвәттә ашу бир қатар ширкәтләрниң өз мәһсулатлирини хитайға сетишиниң хәлқаралиқ өлчәмләргә қайси дәриҗидә уйғун икәнлики йәнә бир қетим һәр саһә кишилириниң диққитини қозғимақта.

“инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати” 6-авғуст елан қилған доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмитигә юқири пән-техникилиқ мәһсулатларни сатқан чәтәл ширкәтлириниң “б д т ниң сода вә инсан һәқлиридики йетәкчилик принсиплири” ға риайә қилиш мәҗбурийити бар икән. Әмма уйғурлар дияридики “иҗтимаий муқимлиқ” үчүн ғайәт зор көләмлик назарәт механизми бәрпа қилиш вә уйғурларниң хәвири болмиған әһвалда уларниң ген әвришкисини топлаш үчүн ишлитилгән техникилиқ мәһсулатларни ишләпчиқарған америка ширкәтлириниң бу принсипларға қайси дәриҗидә риайә қилғанлиқи муһакимә темилиридин болуп кәлгән.

2017-Йили язда “инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати” америкиниң массачусетс штатидики “термо фишер” ширкитиниң ген әвришкисини топлаш техникисини уйғурлар дияридики сақчи системисиға сетип бәргәнликини байқиған. Улар шуниңдин кейин дәрһал бу ширкәт билән алақилишип уларға уйғурлар дияридики инсан һәқлири дәпсәндичиликини мәлум қилған һәмдә уларниң техника експорт қилғанда б д т ниң алақидар принсиплириға қайси дәриҗидә әмәл қилғанлиқини сүрүштә қилған.

Йеқинда бу ширкәт “инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати” ға җаваб берип: “биз бу қетимлиқ содини пүтүнләй қануний рәвиштә тамамлидуқ. Әмма мәһсулатлиримиз дуня миқясида сетилидиған болғачқа биз буларниң қандақ ишлитилгәнликини бирму-бир назарәт қилишқа илаҗисизмиз” дегән. Әмма уйғурлар дияридики сиясий вәзийәтниң барғансери қабаһәтлик түс елиши сәвәблик нөвәттә барғансери көплигән ширкәтләр хәлқара җамаәтниң “силәр уйғурлар дияридики ишларда қанунға хилаплиқ қилмиған болушуңлар мумкин. Әмма мушу ишларниң алдини алғили болмасмиди?” дегәндәк соаллириға дуч келиватқанлиқи мәлум.

“инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати” 7-авғуст йеңи бир доклат елан қилған. Униңда көрситилишичә, йеқинда хитай базириға кирмәкчи болуватқан гугул вә фейсбук ширкәтлири хитай һөкүмитиниң өзлиригә: “тор сүзгүчи” орнитиш тәлипини қобул қилған. Шундақ болғанда хитай тәвәсидики гугул вә фейсбук бәтлири давамлиқ хитай һөкүмитиниң биваситә назарити астида болидикән. Хәлқара тәшкилатлар бу һәқтә пикир қилип “бу техиму зор инсан һәқлири дәпсәндичиликигә йол ечиши мумкин” дейишмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.