Даириләр пәйзиват наһийисидин йәнә 3000 яшни хитай өлкилиригә йөткимәкчи

Мухбиримиз меһрибан
2013.11.05
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай даирилири уйғур елиниң җәнубидики наһийиләрдин ешинча әмгәк күчлирини йөткәш намида, уйғур яшлирини хитай өлкилиригә йөткәшни давамлаштурмақта.

Хитайниң шинхуа ториниң 5-ноябирдики хәвиридин мәлум болушичә, даириләр бу йил 2-ноябирдин башлап қәшқәр пәйзиват наһийисидики уйғур яшлиридин 3000 нәпирини 3 түркүмгә бөлүп, 3 айлиқ тәрбийиләш курсида тәрбийиләп, андин хитай өлкилиридики завутларға әвәтидиғанлиқини қарар қилған.

Хәвәрдә дейилишичә, 1-түркүмдики тәрбийиләш курсиға талланғанлар 16 яштин 25 яшқичә болған яшлар болуп, улар пәйзиват наһийисидики 13 йеза, кәнттин топлап келингән.

Даириләр йеқинқи нәччә йилдин буян, уйғур елиға көчүридиған хитайларни көпәйтиш билән биллә, уйғур елидин түркүм-түркүмләп яшларни хитай өлкилиригә йөткәшни җиддийләштүргән. Бу әһвал уйғурларниң наразилиқини қозғапла қалмай, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур тәшкилатлири тәрипидин уйғур нопусини шалаңлаштуруп, уйғурларға қаритилған ассимилятсийини күчәйтиш сиясити дәп әйибләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.