Хитай бойичә түзүлгән оқутуш материяллири уйғур оқуғучиларға теңилмақта
2024.10.23
Шинҗаң педагогика университети хитай тили вә әдәбият институтниң пирофессори җав шинхуа хитай бойичә түзүлгән ортақ әхлақ, хитай тили вә тарих оқутуш материяллирини ишлитишниң зөрүрлүкини тәкитлигән.
“тәңритағ тори” ниң 10-айниң 22-күнидики хәвиригә асасланғанда, җав шинхуа мундақ дегән: “мәмликәт бойичә түзүлгән оқутуш материяллирини ишлитишни омумйүзлүк илгири сүрүп, җуңхуа миллити еңини балиларға сиңдүрүш үчүн ‛әхлақ вә қанун билән идарә қилиш, хитай тили вә тарих‚ тин ибарәт үч хил мәҗбурий маарипи дәрсликини бирликкә кәлтүрүш лазим”.
Мәлум болушичә, җав шинхуа тәшәббус қилған оқутуш материяллирида хитай компартийәси баш секретари ши җинпиңниң “йеңи дәвридики хитайчә сотсиялизм идийәси” йетәкчи қилинған болуп, “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңи” гәвдиләндүрүлгән мәзмунларға алаһидә орун берилгән.
2016-Йил 9-айдин башлап уйғур тили барлиқ мәктәпләрдә чәкләнгәндин кейин уйғурларниң өз тил-йезиқида мәҗбурий маариптин бәһримән болуш һоқуқи тартивелинғаниди. Бу хил вәзийәттә хитай һөкүмити уйғурларни хитай тили вә хитай маарипини қобул қилишқа мәҗбурлиған болуп, америкадики андерс кор қатарлиқ тәтқиқатчилар уйғур тили, уйғур маарипи вә уйғур тарихиниң йоқитилиш әһвалини мәдәнийәт қирғинчилиқи дәп атимақта.
Бүгүнки күндә уйғур қатарлиқ милләтләр хитай үчүн баш ағритидиған мәсилә вә тәһдиткә айлинип қалған болуп, дәл шу сәвәбтин хитай һөкүмитиниң хитай тили, хитай маарипи вә хитай тарихини күчәп тәшәббус қилип, башқа милләтләрни ассимилятсийә қилишни техиму тезләштүрүватқанлиқи мәлум.