Маариптики қирғинчилиққа аһалиләр комитетиму һәссә қошмақта
2024.12.19
Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 18-декабирдики сүрәтлик хәвиридә ейтилишичә, үрүмчи шәһириниң ташбулақ (хейҗясән) районидики мәһәллә комитет әзалири шу район тәвәсидики башланғуч мәктәп оқуғучилириға “һөснхәт йезиш усули” дин өрнәк көрсәткән. Хәвәрдә бу һал “җуңхуа миллитиниң мунәввәр әнәнисини оқуғучиларниң дәрстин сиртқи паалийәтлиригә айландуруш тиришчанлиқи” дәп махталған. Сүрәттики бу оқуғучиларниң һәммиси уйғур болуп, уларға хитай муәллим җуңхуа миллити әнәнисини сиңдүргән.
Мәлум болушичә, ташбулақ райони асасән йиллардин буян иш-оқәт издәп үрүмчигә чиққан уйғур аилилири мәркәзлик топлашқан район болуп, сүрәтлик хәвәрдики һадисә бир қисим мутәхәссисләр “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп тәриплигән “уйғур оқуғучиларда хитайчә идеологийә шәкилләндүрүш” урунушини толуқ әкс әттүргән. Синип тамлиридики “оқусиңиз түмән җилдлиқ дәстурни, түмән чақирим сәпириңиз оң келәр” дегән мәснәви қаримаққа китаб оқушниң хасийитини тәкитләватқандәк көрүнсиму, оқуғучиларниң қоллиридики хитайчә маарипниң килассик дәстурлири бу җайдики “китаб оқуш” ниң хитайчә әнәниви маарипни омумлаштуруш урунуши икәнликини көрситип бәргән.
Уйғурлар ислам динини қобул қилғандин буянқи миң йилдин ошуқ вақитта уйғур хәттатлиқи вә уйғур маарипи өзигә хас рәвиштә гүлләп яшниған һәмдә көплигән мунәввәр ядикарлиқларни қалдуруп кәткәниди. Һалбуки өткән 20 йилда барғансери юқири пәллигә чиққан “қош тил маарипи” намидики уйғур тилини маарип саһәсидин сиқип чиқириш һәрикитидә уйғур тил-йезиқи, шу қатарда уйғур хәттатлиқи пүтүнләй көздин пүткәниди. Нәтиҗидә уйғур маарипиму пүтүнләй һалак болған. Бирнәччә күн бурун ечилған “шинҗаң маарип йиғини” диму бирәр-йерим тал уйғурчә хәтниң ишлитилмигәнлики бу нуқтини техиму рошән әкс әттүриду.