Америка йешиллар партийәси пирезидент намзатиниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға “ишәнмидим” дейиши тәнқидкә учриди
2024.10.28
Америкалиқ дохтур, паалийәтчи, америка йешиллар партийәсиниң 2024-йиллиқ пирезидентлиқ сайлими намзати җил стайин (Jill Stein) ниң 25-өктәбир күни йотуб қанили “ким иверсон программиси” ниң зияритини қобул қилғанда “уйғур ирқий қирғинчилиқиға ишәнмәймән” дейиши иҗтимаий таратқуларда муназирә қозғиған һәм тәнқидкә учриған. Йешиллар партийәси америкада интайин чәклик сандики аз бир қисим сайлиғучиларға вәкиллик қилидиған сол партийә болсиму, униң пирезидент намзатиниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға “ишәнмидим” дейиши кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң тәнқид обйектиға айланмақта.
Җил стайин йәнә өзиниң муавин пирезидент намзатиниң бир мусулман икәнлики, буни униңдин аңлаватқанлиқи вә униң охшимиған учур мәнбәлири барлиқини билдүрүп “шуңа мән у җайда немә иш болуватқанлиқини техиму яхши чүшинишкә тәйяр” дегән. Җил стайин бу йил 16-авғустта африқилиқ америка мусулманлиридин калифорнийә университетиниң тарих пәнлири дотсенти, родалф бач вейр III (Rudolf Butch Ware) ни өзиниң муавин пирезидент намзати, дәп елан қилған. Җил стайинниң қаришичә, хитайда бәзи җәһәтләрдә кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиниватқан болуши мумкин болсиму, әмма буниң қанчилик дәриҗидә икәнликидин хәвири йоқ икән.
Җил стайин мундақ дегән: “зор күчләр кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиду, бу әһвал көп йүз бериду. Бу ирқий қирғинчилиқ тәшкил қиламду-қилмамду, буни билмәймән. Мән буни тәсәввур қилалмидим. Бәлким, у җайда кишилик һоқуққа хилаплиқ қилишлар болуватқан болуши мумкин. Әмма буниң қайси дәриҗидә икәнликини билмидим.”
Җил стайин сөзидә хитайни тәнқидләшни рәт қилип, американиң “дунядики әң чоң зораванлиқ қилғучи” икәнликини илгири сүргән. У хитайниң 1979-йилдин бери уруш қозғап бақмиғанлиқини ейтиш билән биргә өзиниң хитайни тәтқиқ қилип бақмиғанлиқиниму йошурмиған. Һалбуки, америкалиқ аптор, демократлар партийәсиниң истратегийәчиси лиз симит X тики инкасида, җил стайинни “хитай компартийәсиниң уйғурларни мәҗбур туғмас қилиш, җаза лагерлириға қамаштәк ирқий қирғинчилиқи вә зулмини инкар қилиш тәшвиқатиға аваз қошти” дәп әйиблигән.