Америка ташқи ишлар министирлиқи хитайға тақабил туруш үчүн “хитайни көзитиш җәмгаһи” қурушни пиланлиған

Мухбиримиз җәвлан
2021.09.22

“ташқи сиясәт” журнилида берилгән мәлуматтин қариғанда, америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмитиниң дунядики асаслиқ дөләтләрдә күнсери күчийиватқан тәсирини из қоғлап тәкшүрүш үчүн хитай әмәлдарлириниң сани вә һәрикитини мәхсус көзитишни күчәйтмәкчи болған. Шундақ болғанда, америка ташқи ишлар министирлиқи бу вәзипә үчүн 20 дин 30 ға йеқин кишини көпәйтидикән. Булар омумлаштурулуп “хитайни көзитиш җәмгаһи” (China House) дәп аталған. Бундақ вәзипә өтәйдиған хизмәтчи хадимлар әң дәсләптә сабиқ президент трамп дәвридила тәйинләнгән болуп, америка ташқи ишлар министирлиқиниң башқурушида хитай һөкүмитиниң дуняниң һәр қайси җайлиридики һәрикитини из қоғлап тәкшүрүшкә мәсул болған.

Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, америка ташқи ишлар министирлиқи вашингтонда вә дуняниң һәр қайси җайлиридики америка әлчиханилирида хитайниң алаһидә дөләтләрдики паалийәтлирини назарәт қилидиған хадимларни көпәйтишни тәшәббус қилған. Америка ташқи ишлар министирлиқи йәнә хитайниң йеңи техника сетивелиш вә килимат өзгириши әһвалини көзитиш үчүн давамлиқ түрдә хадим көпәйтишни ойлишиветипту.

Bloomberg Агентлиқи бу йил 8-айда америка мәркизий ахбарат идарисиниңму мәхсус хитайға тақабил туридиған алаһидә тармиқи қуруш пилани барлиқини хәвәр қилғаниди. Анализчилар буниң америка бихәтәрлик органлириниң америка билән хитай оттурисидики гио-сиясий риқабәт дәвригә маслишиш үчүн қурулидиғанлиқини тәһлил қилишқаниди.

Трамп дәвридики америка ташқи ишлар минситирлиқиниң бир әмәлдари мундақ дегән: “әгәр сиз хитайни чәкләйдиған җаза лайиһиси түзмәкчи болсиңиз, буни қилалайдиған иқтидариңиз болуши керәк. Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай ишлири ишханиси бу ишлар үчүн қурулмиған. Бу қетим хитайға башқичә позитсийә шәкилләнди. Тарихтин қарайдиған болсақ, биз түнүгүнгичә техи хитайни бизгә дост болиду дәп қарап кәлгәнидуқ”.

Қәйт қилинишичә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң бу йеңи пилани американиң һәр қайси шитатлиридики федератсийәлик һөкүмәт органлирида хитай ишлири билән шуғуллинидиған әмәлдарлар вә хизмәтчиләрни бирләштүрүп, хитайға тақабил турушта күчлүк сәп шәкилләндүрәләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.