Хитайниң йеңи түзгән хәритиси қошна дөләтләрниң ғәзипини қозғиди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.09.05

Хитай тәбиий байлиқ министирлиқи 8-айниң 28-күни “хитайниң 2023-йиллиқ өлчәмлик хәритиси” ни елан қилғандин кейин, хитай билән чегра җедили болған қошна дөләтләрдин һиндистан, филиппин, малайсия, вийетнам қатарлиқ дөләтләрниң қаршилиқиға учриған.

Америка радийо ширкити (NBC) ториниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, мәзкур хәритидә хитайниң җәнубий деңизға һөкүмранлиқ қилиш ғәризи очуқ ипадиләнгән. Хитай йәнә тәйвәнниму өзиниң тәвәликидә дәп һесаблиған. Җәнубий деңиз истратегийәлик әһмийити муһим болған сода-иқтисад райони болуп, малайсия, филиппин, вийетнам қатарлиқ дөләтләр хитайниң бу хәритисигә қарши баянат елан қилған вә уни рәт қилған.

Филиппин ташқи ишлар министири, хитайниң филиппин тақим араллирини өзиниң қилмақчи болувалғанлиқини, буниң хәлқара қанунда һечқандақ асаси йоқлуқини билдүргән. Тәйвән ташқи ишлар министирлиқи тәйвәнниң һәргиз хитайниң бир қисми әмәсликини тәкитлигән.

Хитайниң бу хәритисидә йәнә һиндистанниң аруначал прадеш вилайити (Arunachal Pradesh) , хитайниң һиндистандин талишиватқан ақсайчин егизлики вә һималая тағ тизмисиниң ғәрбий қисми қатарлиқлар хитайға тәвә қиливелинған, йәр намлири хитайчиға өзгәртилгән.

Һиндистан ташқи ишлар министирлиқи бу хәритигә қарши инкас билдүрүп: “хитай рәиси ши җинпиң билән һиндистан баш министири муди техи алдинқи һәптә икки дөләт мунасивитини күчәйтиш тоғрулуқ сөһбәтләшкәниди. Бу хәритиниң оттуриға чиқиши әмди икки дөләт оттурисидики чегра тоқунушини һәл қилишни техиму қийинлаштуруветиду” дегән.

Униңдин башқа, хитайниң бу йеңи хәритисидә русийәгә тәвә уссуриски арилиму хитайниң земиниға қетилған болуп, русийә тәрәп буни рәт қилған.

Хәлқара инкасларға көрә, хитайниң бу йеңи хәритиси хитайниң өзигә болған тәмәннаси вә җаһангирлик ғәризини әкс әттүрүп беридикән.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.