Әнглийәниң сабиқ хоңкоң валийси һәр қайси дөләтләрни хитайға қарши һәрикәт қоллинишқа чақирған
2020.09.23
“канада йәр шари почта гезити” ториниң 22-сентәбир хәвәр қилишичә, әнглийәниң ахирқи қетим хоңкоңда вәзипә өтигән сабиқ валийси крис паттен (Chris Patten) әнглийәниң бурунқи мустәмликә земинлири күнсери тәһдиткә учраватқан бүгүнки күндә канада қатарлиқ дөләтләрни хитайниң асия шәһәрлиридики хәлқни бастурушиға қарши бирликтә һәрикәтлинишкә чақирған. У бир қанчә қетимлиқ тор сөһбити вә йиғилишларда, һәр қайси дөләтләрниң хитайниң бесимиға тиз пүкмәслик керәкликини тәкитләп мундақ дегән: “хитайлар барғанла йеридә һөркүрәп, варқирап йүргәндә бизму бирликтә уларға қарап варқиришимиз лазим. Болмиса, улар бизни юлуп ташливетиду. Биз хитайға гәп қилғанда даим қорқуп түгүлүп йүримиз.”
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай хоңкоңда йеңи “дөләт хәвпсизлики қануни” ни йолға қойған үч айдин буян җинайи ишларға зәрбә беришни нишан қилип, хоңкоңда бастуруш елип барған. Америка ташқи ишлар министири майк пампейониң хитай ишлири мәслиһәтчиси милес йү (Miles Yu): “хитайниң хоңкоңда йүргүзгән ‛бир дөләттә икки хил түзүм‚ сиясити әслидила ақмайдиған идийә иди,” дегән. Ғәрб әллири асия шәһәрлири билән җинайәтчи өткүзүп бериш келишимини бикар қилғандин башқа, хитайниң хоңкоңдики бастурушлириға қарита һечқандақ һәрикәт қолланмиған.
Крис паттен әпәнди йәнә дуняниң һәр қайси җайлиридики парламент әзалириға хитаб қилип, хитайниң хоңкоңдики әркинлик вә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш қилмишини музакирә қилишқа чақириқ қилған.