Хоңкоң хәлқи нәччә он миң кишилик намайиш өткүзүп, бейҗиң һөкүмитигә наразилиқ билдүрди

Мухбиримиз әркин
2016.07.01

Хоңкоң хәлқи 1‏-июл хоңкоңниң хитайға қайтуруп берилгәнликиниң 19 йиллиқ хатирә күни нәччә он миң кишилик намайиш өткүзүп, бейҗиң һөкүмитигә наразилиқ билдүрди. Намайишчилар бейҗиң даирилириниң чегра атлап адәм тутуш һәрикитигә қарши йезилған лозункиларни көтүрүп, бейҗиң һөкүмитини түрмидики өктичиләрни қоюп беришкә, хоңкоң валиси ляң җенйиңни истепа беришкә чақирди.

Хоңкоң өктичи парламент әзаси ху шюлән ройтерс агентлиқиға бәргән баянатида, хитайниң чегра атлап адәм тутуш һәрикитини тәнқидләп, “намәлум күчләрниң хәлқни тәқиб қилиши, хоңкоң пуқралириниң аманлиқи үчүн зор тәһдит” дегән.

Хитай аманлиқ күчлири өткән йили чегра атлап, хоңкоң “тоңливән китабханиси” ниң 5 нәпәр хадимини тутқун қилған. Униң бу һәрикити хоңкоң вә хәлқарада хоңкоң әдлийә мустәқиллиқи, хитайниң “бир дөләт икки хил түзүм” вәдисигә еғир бузғунчилиқ, дәп қаралған.

Хитай аманлиқ күчлири өткән йили чегра атлап тутуп кетип, 8 ай солап қойған китабчиларниң бири ли роңҗи бихәтәрлик сәвәбидин 1‏-июл намайишиға қатнашмиған. У илгири намайишқа қатнишидиғанлиқини җакарлиған иди.

Бу намайишни уюштурған паалийәтчиләрниң бири лав шәнчиң, “ли роңҗи җиддий тәһдиткә учриди вә намайишқа қатнашмаслиққа мәҗбур болди” дегән.

Ли роңҗи хитайда 8 ай тутуп турулуп йеқинда қоюп берилгән. У хоңкоңға қайтип келип, хитай сақчилириниң өзини қанунсиз гөрүгә тутқанлиқини вә өзигә тәһдит салғанлиқини елан қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.