Хоңкоңдики оқуғучилар намайишиниң йетәкчилири пәйшәнбә күни сотқа чиқирилди
2016.07.21
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 2014 -йили хоңкоңда йүз бәргән “мәркәзни ишғал қилиш” оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчиси 19 яшлиқ җашва ваң пәйшәнбә күни хоңкоңда сотқа чиқирилған. Сотта униңға “ қанунсиз йиғилиш қилиш”җинайити бекитилгән. Ваң билән биргә йәнә униң александир чу вә нетин исимлик қалған икки сәпдишигиму охшаш җинайәт бекитилгән.
Хоңкоң сотиниң бу қарари кишилик һоқуқ органлирини нарази қилди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн баянат елан қилип, хоңкоң сотиниң қарарини “пикир әркинлики, йиғилиш вә намайиш қилиш әркинликигә берилгән бир зәрбә” дәп әйиблиди. Мәзкур тәшкилатниң хоңкоңдики шөбисиниң директори мабел ав болса “хоңкоң даирилири уларға йоқилаң җинайәтни артиш арқилиқ, сиясий өч алди” дегән. Бирақ, хоңкоң сотиниң сотчиси җүн чуң сот қарариниң сиясийлиқини рәт қилған.
Җашива ваң йетәкчиликидики оқуғучилар 2014 -йили бейҗиң һөкүмитиниң хоңкоңдики тәсириниң күчийип кетишигә қарши намайиш башлиған. 79 Күн давам қилған намайиш ахири хоңкоң сақчи даирилириниң тәрипидин яш бомиси вә шуниңдәк башқа зорван васитиләрни қоллиниши астида тарқитиветилгән һәм һәрикәтниң лидирлири тутқун қилинған иди.
Җашива ваң болса сот қараридин кейин мухбирларға қилған сөзидә, “қандақ бәдәл төлишимиздин қәтийнәзәр биз һөкүмәтниң бесимиға қарши күрәш қилимиз” дегән. У һазирчә өзлириниң юқири сотқа әрз сунуш - сунмаслиқ һәққидә қарар қилмиғанлиқини билдүргән.