Хоңкоң намайишиниң нәтиҗисидә “тутқунларни өткүзүп бериш қануни” әмәлдин қалдурулди

Мухбиримиз әзиз
2019.09.04

Хоңкоң алаһидә райониниң баш иҗраийә әмәлдари кәррий лам 3-сентәбир күни хоңкоң һөкүмитиниң җиддий талаш-тартиш пәйда қиливатқан “тутқунларни өткүзүп бериш қануни” һәққидики тәклип лайиһисини қайтурувалғанлиқини җакарлиди. У бу һәқтики сөзидә “хәлқниң райини нәзәргә алғанлиқимиз үчүн бу қарарни чиқардуқ” дегән.

Чнн ниң 4-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, кәррий лам бу қарарни “хоңкоңдики намайишта көңли азар йегән кишиләрниң қәлбини бирдинла еритип кетәлмисиму, хәлқ аммисини зорлуқни әмәс, бәлки сөһбәтни таллашқа риғбәтләндүриду” дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Әмма намайишчиларниң вәкиллиридин клавдия мав бу қарар һәққидә сөз қилип “бу бәкла йетәрсиз, шундақла толиму кечиккән қарардур” дегән. Мәлум болушичә, мәзкур қанун лайиһәсини бикар қилиш тәлипи хоңкоңдики намайишчи амма оттуриға қойған бәш түрлүк тәләпниң бири икән. Нөвәттә қалған төт түрлүк тәләп техи җавабсиз һалда турмақта икән.

Америка кеңәш палатасиниң әзаси марко рубю бу мунасивәт билән 4-сентәбир күни “вашингтон почтиси” гезитидә мәхсус мақалә елан қилип “хитайниң һәқиқий маһийити хоңкоңда ашкара болди” дәп көрсәтти. Шундақла хоңкоңда йүз бәргән ишларни “хитайниң ички иши” дәп аташқа болмайдиғанлиқини, бу мәсилиләрниң ялғуз хоңкоң хәлқи биләнла кәтмәйдиғанлиқини, униң йәнә бу хәлқаралиқ шәһәрдә яшаватқан 85 миң америка пуқрасини өз ичигә алған нәччә йүз миң чәтәллик инсанларғиму четилидиғанлиқини тәкитлиди. Шундақла бу вәқәләрни хитайниң дуня көрүп туруватқан әһвалда пүтүн дуняни алдимақчи болғанлиқиниң шундақла 1984-йилила вәдә қилинған хоңкоңға “бир дөләттә икки хил түзүм болуш” шәклидә йүксәк аптономийә бериш вәдисиниң бузулғанлиқиниң дәлили икәнликини баян қилди.

Марко рубийо мақалисидә йәнә хитай һөкүмитиниң “тйәнәнмен қирғинчилиқи” ни бастурушта қоллинилған хитай хәлқ азадлиқ армийәсини хоңкоңниң “арқа һойлиси” болған шенҗен шәһиригә топлиши, шундақла тинчлиқ намайишида “террорлуқ аламәтлириниң көрүлгәнлики” ни пәш қилишини әйибләп “хитай рәһбәрлири хоңкоңдики аптономийә вә қанун арқилиқ идарә қилишқа һөрмәт қилиши лазим. Болмиса буниң қандақ малиманчилиққа апиридиғанлиқини улар аллиқачан йетәрлик дәриҗидә көрди. Әмдики таллаш уларниң өзигә қалди” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.