Хотән һаваси дуняниң әң еғир булғанған җайлириниң биригә айлинип қалған
2023.11.13
Уйғур елиниң қара қурум тағлири бағридики қәдимий хотән райони, нөвәттә дунядики һаваси әң булғанған җайларниң биригә айлинип қалған. Әл җәзирә қанилиниң хәвиридә қәйт қилинишичә, буниңдин 2 аввал елип берилған бир тәкшүрүштин хотәнниң дунядики һаваси әң булғанған 100 шәһәрниң бирси болуп чиққанлиқи мәлум болған. Нөвәттә, қара қурум тағлириниң бағридики бу хилвәт қәдимий районниң қандақ болуп дунядики һаваси әң булғанған 100 шәһәрниң биригә айлинип қалғанлиқи соал пәйда қилмақта. Америка җорҗитовн университетиниң тәтқиқатчи, пирофессор җеймис милвард 12-ноябир күни твиттерда хотәнниң немә үчүн бу һалға келип қалғанлиқиға соал қойған.
У, буниңға “нурғун мәйнәт санаәтниң (бу районға) йөткәп келиниши сәвәб болдиму? яки иссиқлиқ үчүн йәнила хам көмүр қалинамду? вә яки бу бир муһит айримичилиқи мәсилисиму” дәп сориған. Хитайда чиқидиған “IQ” намлиқ һава килимат ториниң йеқинда бәргән хәвиридиму хотәнниң нопуси чоң шәһәрләрниңкидәк көп болмисиму, әмма “2022-йиллиқ йәр шари һава килимат сүпити доклати” да униң йәнила дунядики һаваси әң булғанған шәһәрләрниң бири болуп баһаланғанлиқи қәйт қилинған. Йеқинқи бир йил мабәйнидә мәзкур районниң һавасида қанчилик өзгириш болғанлиқи мәлум болмисиму, әмма йеқинқи 5-6 йилдин бери хотән хитайниң кәң көләмдә санаәт бағчилирини қуруп, уйғурларни мәҗбурий әмгәккә тутуш, муһитқа зиянлиқ мәһсулатларни ишләпчиқириш базилириниң биригә айлинип қалған.
Америка сода министирлиқи илгири хотән санаәт бағчилиридики бәзи хитай карханилириға уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиши сәвәблик ембарго йүргүзгәниди. Хотәнниң һавасиниң әзәлдин топа чаң тәркиби еғир болсиму, лекин йеқинқи 5-6 йилдин бери санаәт бағчилириниң кәң көләмдә қурулуши, униң һавасини техиму начарлаштуруп, дунядики һаваси әң еғир булғанған 100 шәһәрниң биригә айландуруп қойғанлиқи қәйт қилинмақта. “әл җәзирә” ниң билдүрүшичә, дунядики һаваси әң булғанған 100 шәһәрдин 94 шәһәр һиндистан, хитай вә пакистанда икән.