Америка ярдәмчи ташқи ишла министири кристофер әшлей: “хуавей қатарлиқ ширкәтләр ноқул технологийә мәсилиси әмәс”
Униң илгири сүрүшичә, хитай технологийәсидики бу “миллий чемпийонлар” уйғур аптоном районидәк җайларда хитайниң сақчи дөлитини ишқа ашуруп, бастуруш елип беришиға технологийәлик қулайлиқ яритип бәрмәктикән. У мундақ дегән: “бу технологийәниң хитайниң уйғурлар, етник қазақлар, қирғизлар вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрни бастурушида һалқилиқ роли болуп, бу 2017-йилдин бери аз дегәндә бир милйон кишиниң йиғивелиш лагерлириға қамилишини кәлтүрүп чиқарди. Бу ширкәтләр хитайниң партийә-дөлитигә ярдәмлишип, бу василарни раваҗландурди. Улар коммунистик партийә даирилири билән һәмкарлишип, бу василарни өзиниң хәлқигә синақ қилди. Шундақла чәтәл билән болған келишимләр арқилиқ бейҗиң мәзкур истибдат моделини дуня миқясида тарқитип кәлди. Експорт қилип кәлди.”
Кристофер әшлей бу сөзләрни америка кеңәш палатаси “уйғур кишилик һоқуқ сиясәт қанун лайиһиси” ни бирдәк мақуллиған күни қилған. Қанун лайиһисидә уйғур аптоном райониға техника експорт қилиш, америка ширкәтлириниң мәзкур район билән болған һәмкарлиқиға бәзи чәклимиләрни қоюш тәләп қилинған иди.